Явропа шәрқий түркистан бирликиниң 20-нөвәтлик сайлими елип берилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.01.16
sherqiy-turkistan-birliki-saylam-1.jpg Явропа шәрқий түркистан бирликиниң 20-нөвәтлик сайлимида, мәзкур тәшкилатниң қурғучи әзалиридин бири болған әркин алиптекин әпәнди вә д у қ баш катипи долқун әйса әпәндиләр риясәтчилик қилмақта. 2017-Йили 15-январ, мюнхен.
RFA/Ekrem

Мәркизи германийәниң мюнхен шәһиригә җайлашқан болған явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң 20-нөвәтлик сайлими демократик усулда елип берилди.

Қурулғиниға 27 йил болған явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң 20-нөвәтлик сайлими 15-январ күни дуня уйғур қурултийи хизмәт бинасида елип берилди. Сайламға уйғур вәкиллиридин толуқ 50 киши қатнашти. Сайламға мәзкур тәшкилатниң қурғучи әзалиридин бири болған әркин алиптекин әпәнди вә д у қ баш катипи долқун әйса әпәндиләр риясәтчилик қилди. Тәшкилатниң қурғучи әзалири һәмдә д у қ ниң мюнхендики рәһбәрлириму сайламға иштирак қилди.

Салай рәсмий башлиништин илгири, рәис намзати болған әсқәрҗан вә турғунҗан әпәндиләр өзлири рәис болса әмәлгә ашуридиған ишларни тилға елип, сайлам риқабити пәйда қилди.

Икки нәпәр рәис намзатиниң нутқидин кейин сайламға қатнашқан 50 киши демократик усулда биләт ташлаш арқилиқ явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң 20-қетимлиқ рәисини сайлап чиқти.

Д у қ диний ишлар комитетиниң мудири, германийәдики диний затлардин турғунҗан алавудун һаҗим үстүн аваз билән тәшкилатниң рәиси болуп сайланди. явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиға рәис болуп сайланған турғунҗан алавудун һаҗим зияритимизни қобул қилип, рәис болғандин кейинки тәсиратлирини баян қилип өтти.

Рәис сайлимидин кейин, мәзкур тәшкилатниң икки нәпәр муавин рәиси, баш катипини өз ичигә алған 11 нәпәр идарә һәйити сайлам әһлиниң қол көтүрүп аваз бериши билән тәшкилатниң рәһбәрлик ядросини тәшкил қилди.

Тәшкилатниң қурғучиси вә сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәнди бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилғанда, бу қетимқи сайламниң көңүлдикидәк болғанлиқини тилға алди.

Д у қ баш катипи долқун әйса әпәндиму бу қетимқи сайламниң демократик принсипларға әмәл қилған асаста елип берилғанлиқини әскәртти.

Мәлум болғинидәк, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати ғәрб әллиридә қурулған тунҗи уйғур тәшкилати болуп, 1990-йили әркин алиптекин башчилиқидики 7 нәпәр уйғур мюнхен шәһиридә қуруп чиққан, 2015-йили бу тәшкилат қурулғанлиқиниң 25-йиллиқ хатириси мюнхен шәһиридә дағдуғилиқ өткүзүлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.