Үрүмчидики түрмиләр райони қозғиған шүбһә вә әндишә (2)
2016.09.21

Хитай һөкүмитиниң үрүмчидики барлиқ чоң түрмиләрни бир районға мәркәзләштүрүши билән уйғур елиниң бу мәркизи шәһириниң йеңи шәһәр тәрәққият районида бир зор көләмлик түрмиләр райони бәрпа қилинған.
Кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән бу мәлумат бәргән мунасивәтлик кишиләрниң тонуштурушиға қариғанда һазир бу түрмиләр районида җәмий 7 түрмә бар, 6- вә 7 түрмә йеңидин муддәтлик җазаға буйрулғанларни көзитиш игиләш вә дәсләпки тәрбийиләш елип баридиған түрмиләр болуп, һәр қандақ җинайәтчи башта бир мәзгилни бу икки түрмидә өткүзгәндин кейин, башқа түрмиләргә йөткилидикән. 2-Түрмә аяллар түрмиси, униңдин башқа 1-, 3-,-4-,-5-түрмиләр һәммиси әр җинайәтчиләрниң түрмилири икән. Бу түрмиләрдә һәр хил милләтләр җаза муддитини өтәватқан болсиму, хели көп санни уйғурлар игилигән шундақла бу түрмиләрниң һәр биригә 10миңдин артуқ җинайәтчиләрни солап башқурушқа тегишлик әслиһәләр вә адәм күчи орунлаштурулған һәм бихәтәрлик тәдбирлири елинған. Бу районда түрмиләрдин башқа йәнә һәр хил еғир йеник санаәт завутлири, чоң типтики қуруқ мәйданлар, һәр хил қаравулханилар ясалған болуп, бу җайлар електронлуқ көзитиш үскүнилири,бихәтәрлик ток сим дәрвазиси вә тосуқлар арқилиқ чегра ичигә елинған бир район.
Дәрвәқә бу киши тәминлигән аяллар түрмисиниң телефон номурлиридин биригә телефон елинди, әмма у телефонни “бу йәр лән шяң исситиш ширкити” дәп алди. Мән бу түрмә әмәсму? дәп сорисам у җавабән “шу биз аяллар түрмисиниң” деди вә башқа соаллиримизға җаваб бәрмәйла телефонни қоювәтти.
Хитай вә уйғур дияри вәзийитини көзәткүчиләрдин дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, хитайниң үрүмчидә бу түрмиләр районини бәрпа қилғанлиқиға даир учурлардин өзиниңму хәвәрдар болуп келиватқанлиқини, хитай даирилириниң 5-июл үрүмчи вәқәсидә тутқун қилған адәмләрни түрмиләргә патқузалмай тәҗрибигә игә болғандин кейин, техиму зор көләмлик қамақханиға еһтияҗи болғанлиқи үчүн бу җайни тәйярлиди дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Бу җайниң аддийла җинайәтчиләрниң җаза муддитини тошқузидиған түрмә болупла қалмастин, уларни сорақ қилиш қийнаш, тәрбийиләш һәтта уларниң бикарлиқ әмгәк күчидин пайдилинидиған һәр хил сех вә завутларниму өз ичигә алған, пәвқуладдә мәхпий вә җиддий бихәтәрлик тәдбирлири елинған,мунтизим бир туташ қаттиқ башқурулидиған лагер шәклидики бир түрмиләр райони болуши мумкинлики оттуриға қойди.
Хитай һөкүмитиниң йеқинқи йилларда үрүмчидики 7түрмини бир районға мәркәзләштүргәнликини вә униңда җинайәтчиләрни ишлитидиған завутлар барлиқини дәлиллигән шаһит адил абдуғупур, дәл бу райондики 1-түрмидә өзиниң 18 йиллиқ түрмә һаятиниң бир қисмини өткүзгән болуп, у бу түрмиләр ичидики 1-түрминиң асаслиқ сиясий җинайәтчиләрни солайдиған түрмә икәнлики, бир түрминиң өзидила 20, 30 миңчә адәм барлиқини билдүргән иди. Униң ейтишичиму бу түрмиләр районидики түрмиләр көләм, башқуруш вә бихәтәрлик тәдбирлири һәмдә җинайәтчиләргә тутқан муамилә җәһәтләрдә өзи йетип баққан башқа шәһәрләрдики түрмиләрдин пәрқлиқ һалда қаттиқ вә җиддий икән.
Сиясий көзәткүчи дилшат ришит йәнә өзиниң әндишә қиливатқан тәрәплирини ипадиләп мундақ деди: “хитай бу түрмиләр районини бәрпа қилишта өзи әң хәтәрлик дәп қариған уйғур җинайәтчиләрни бир йәргә топлап башқуруштин башқа пүтүн хитайдики җинайәтчиләрниму бу җайға йөткәп орунлаштуруши мумкин, буму һәйран қалғудәк иш әмәс, чүнки бундақ бир түрминиң қурулуши, қолға елинған кишиләрниң пәвқуладдә көплүкидин түрмиләрниң йетишмәйватқанлиқини көрситип бериду, әмма уйғур вә хитай җинайәтчиләр бу җайдиму охшимайдиған сиясәт бойичә башқурулиду, уйғурлар йәнила әң қаттиқ җаза вә тәқибгә учрайду, чүнки түрмиләрдиму охшаш хитайлар һәр қанчә еғир җинайәт ишлигән болсиму, улар хитай дөлити үчүн бир җинайәтчи, уйғурлар болса һәр қандақ йеник бир хаталиқ өткүзгинидин қәтий нәзәр бир дүшмән саналғанлиқи үчүн бу түрмиләрдә уйғурларниң йәнә қандақ еғир вәзийәттә қеливатқанлиқини қияс қилмақ тәс. Хитайму буни техиму йепиқ шәкилдә йошурушқа уруниду.”