Таһир мутәллип қаһири: “дадамниң тутулғанлиқини аңлиғандин кейин германийә мән үчүн лагерға айланди”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.12.17
tahir-mutellippqahiri-mutellip-sidiq-qahiri.jpg Қәшқәрдики исимшунас тәтқиқатчи мутәллип сидиқ қаһириниң германийәдә оқуш вә тәтқиқат билән шуғуллинип келиватқан оғли таһир мутәллип қаһири дадисиниң рәсимини көтүрүп, хитай даирилирини дадисини қоюп беришкә чақирди. 2018-Йили декабир, германийә.
Suretni Tahir Mutellip Qahiri teminligen

Биз өткән айда қәшқәрдики исимшунас тәтқиқатчи мутәллип сидиқ қаһириниң тутқун қилинғанлиқи һәққидә хәвәр бәргән идуқ.

Униң 10 йиллардин бери германийәдә оқуш вә тәтқиқат билән шуғуллинип келиватқан оғли таһир мутәллип қаһири өткән һәптә иҗтимаий таратқуларда гуваһлиқ баянати елан қилип, хитай даирилирини дадисини қоюп беришкә чақирди.

У бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, дадисиниң тутқунда икәнликини аңлиғандин кейинки тәсиратлирини баян қилди. У йәнә дадисиниң тутқун қилиништин аввал учриған бир қисим җазалири һәққидиму мәлумат бәрди.

Тәпсилатини юқириқи аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.