Түркийәниң қәйсәри шәһридә уйғурлар тоғрисида арқа-арқидин 3 паалийәт өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.12.29
Erjiyes-uniwersiteti-seyit-tumturk.jpg Қәйсәри әрҗийәс университетидики оқуғучилар ятақ бинасиниң залида уюштурулған уйғурлар тоғрисида доклат бериш йиғинида д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди сөз қилмақта. 2015-Йили 25-декабир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң қәйсәри шәһиридә уйғурлар тоғрисида арқа-арқидин 3 паалийәт өткүзүлди. Уйғур мәсилиси түркийәдә хәлқара мунасивәтләр кәспидикиләрму қизиқидиған бир темиға айланди.

25-Декабир күни түркийәниң оттура райониға җайлашқан қәйсәри шәһиридики әрҗийәс университети хәлқара мунасивәтләр кәспи оқуғучилири “унтулған вәтән шәрқий түркистан” темисида доклат бериш йиғини вә рәсим көргәзмиси өткүзди. Йиғинда қәйсәридә паалийәт елип бериватқан “шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити” рәиси сейит түмтүрк әпәнди доклат бәргәндин сирт рәссам нурийә ханим уйғур дияри әкс әттүрүлгән рәсим көргәзмисини ачти. Әтиси күни, йәни 26-декабир күни болса қәйсәри әрҗийәс университетидики оқуғучилар ятақ бинасиниң залида уйғурлар тоғрисида доклат бериш йиғини чақирди. Иккила доклат бериш йиғиниға оқуғучиларниң қизиқиши интайин юқири болуп, қәйсәридә өткүзүлгән бу доклат бериш йиғини 2015-йили ичидики уйғурларға аит бир қатар доклат бериш йиғинлириниң әң ахирқиси болуп һесаблиниду.

Игилишимизчә мәзкур илмий доклат бериш йиғинини әрҗийәс университети иқтисадий башқуруш илимлири факултети, хәлқара мунасивәтләр оқуғучилар уюшмиси уюштурған болуп, бу йиғинда нохтилиқ һалда хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити рәсим вә һөҗҗәтлик филимлар билән көрситилиштин сирт, түркийә-хитай мунасивитидә уйғур мәсилисиниң орни тоғрисида музакириләр елип берилған.

Йиғинда илмий доклат бәргән “шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити” ниң рәиси сейит түмтүрк әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита елип бериватқан бесим сияситини һөҗҗәтләр билән аңлатқанлиқини баян қилди.

Мәлум болушичә, йеқинқи бир қанчә йилдин буян түркийәниң һәр қайси университетлирида хәлқара мунасивәтләр кәспидә оқуватқан оқуғучиларниң уйғур мәсилисигә болған қизиқиши күчәйгән болуп, бу һәқтә мәхсус илмий доклат бериш паалийәтлири күчәйгән. Түркийә университетлиридики хәлқара мунасивәтләр кәспидә оқуватқан оқуғучиларниң уйғурлар мәсилисигә қизиқиш әһвали һәққидә көзитиш елип барған түркийә қәһрәман мараш сүтчү имам университети диний илимләр факултети оқутқучиси доктор алимҗан буғра әпәнди зияритимизни қобул қилип, өз көз қарашлирини баян қилди.

У, нөвәттә уйғур мәсилиниң түркийә-хитай мунасивитидики муһим мәсилиләрдин биригә айланғанлиқини баян қилди.

Қәйсәри әрҗийәс университети билән қиз оқуғучилар ятақханисиниң залида уйғурлар тоғрисида доклат бәргән сейит түмтүрк әпәнди илмий доклат бериш паалийәтлирини елип беришиң уйғурларни вә уйғурларниң дуч келиватқан мәсилилирини түркийәдики яш әвладларға, болупму хәлқара мунасивәтләр кәспидә оқуватқан оқуғучиларға тонуштурушта муһим әһмийәткә игә икәнликини, шуңа мундақ паалийәтләрни көпләп өткүзүш керәкликини оттуриға қойди.

Мәлум болушичә, бу йил бир қисим түркийә университетлиридики хәлқара мунасивәтләр факултетлирида уйғур мәсилиси тоғрисида доклат бериш йиғинлири уюштурулғандин сирт, түркийә дөләт министири нуман қуртулмуш әпәнди, түркийә баш министирлиқ идариси тармиқидики түркийә сиртидики түркләр вә қериндаш милләтләр идариси вә түркийә истиратегийәлик чүшәнчә институтиға охшаш идари-җәмийәтләрму уйғур аммиви тәшкилатлириниң мәсуллири вә уйғур зиялийларни чақирип түркийә-хитай мунасивитидә уйғур мәсилиси тоғрисида музакирә елип барған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.