Уйғур қәләмкәшлири малмө шәһиригә җәм болди
2017.08.30

Дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән уйғур қәләмкәшлири шиветсийәниң малмө шәһиригә җәм болуп, хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғиниға қатнашти.
28-Авғуст күни уйғур қәләмкәшләр хәлқара мәркизи, шиветсийә қәләмкәшләр җәмийити, тибәт қәләмкәшләр җәмийити вә хитай мустәқил қәләмкәшләр җәмийити шиветсийәниң малмө шәһиридә “өчмәнлик, нәпрәт болмиған земин яритиш” темисидики хәлқаралиқ йиғинни башлиди. Йиғин ечилиш мурасими 28-авғуст кәч саәт 18:00 билән малмө шәһәрлик һөкүмәтниң һәшәмәтлик залида өткүзүлди. Йиғинға америка, канада, японийә, австралийә, түркийә, қазақистан, иран, германийә, норвегийә, голландийә, данийә, финландийә, фирансийә қатарлиқ әлләрдин кәлгән 65 нәпәр киши қатнашти.
Мурасимға қатнашқан һәрқайси қәләмкәшләр тәшкилатлириниң мәсуллири ечилиш нутқи сөзләп, хитайниң өз идариси астидики милләтләр вә хәлқләрниң сөз, мәтбуат, пикир әркинликигә болған тәқиб, бастуруш сиясәтлирини, қәләмкәшләргә қиливатқан зиянкәшликлирини қаттиқ әйибләшти. Болупму, хитай һөкүмитиниң нобел мукапати саһиби лю шавбониң өлүмигә сәвәб болғанлиқи үстидин көп шикайәтләр қилишти.
Бу қетимқи йиғинға 20 дин артуқ уйғур қәләмкәшлири, зиялийлири һәмдә сиясий паалийәтчилири дуняниң һәр йәрлиридин келип қатнашқан иди. Уйғур хәлқара қәләмкәшләр мәркизиниң рәиси хәмит һәмрайеф әпәнди нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилғанда, бу қетимқи йиғинниң оттура асия, түркийә вә явропа әллиридин кәлгән уйғур қәләмкәшлири вә зиялийлири үчүнму зор әһмийәткә игә болғанлиқини тилға алди.
Қазақистандин кәлгән уйғур шаири абдуғопур қутлуқ әпәндиму зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи төт тәрәп қәләмкәшлири бирләшмә йиғини һәққидики тәсиратлирини баян қилип өтти.
Шиветсийәдики уйғур язғучиси абдурешитһаҗи кәрими әпәндиму бу қетимқи йиғин һәққидә тохтилип, бу йиғинниң уйғурларниң дәрдини дуня қәләмкәшлиригә билдүрүш җәһәттә зор роли болғанлиқини тәкитлиди.
Уйғур қәләмкәшләр хәлқара мәркизи, шиветсийә қәләмкәшләр җәмийити, тибәт қәләмкәшләр җәмийити вә хитай мустәқил қәләмкәшләр җәмийитиниң бу бирләшмә хәлқаралиқ йиғиниға уйғурларниң нөвәттики вәзийитидин мәлумат бериш үчүн д у қ баш катипи, у н п о муавин рәиси долқун әйса әпәндиму алаһидә тәклип билән қатнашти.
Әнглийәдин кәлгән уйғур язарлиридин әзиз әйса әпәндиму бу қетимқи йиғинда нутуқ сөзләп, илһам тохти мәсилиси үстидә алаһидә тохталди.
Бу қетимқи төт тәрәп қәләмкәшләр йиғини 28-авғусттин 30-авғустқичә 3 күн давам қилидиған болуп, йиғинниң саһибханлиқ вәзиписини шиветсийә қәләмкәшләр җәмийити үстигә алған.