Қарамай шәһиридики “яхшилар бағчиси маарип фонди” тақиветилди
2014.03.31

Хитай һөкүмитиниң йолсиз шәртлири сәвәбидин қарамай шәһиридики “яхшилар бағчиси” маарип фонди тақилип қалған, җәмийәтниң барлиқ бисати “меһрибан анилар” фонди җәмийитигә өткүзүп берилгән.
Уйғур яшлири қурған мәзкур фонди җәмийитиниң тақиветилиши, уйғур миллий маарип авангартлириға қаритилған тәқибләш күчәйтилгән мәзгилгә тоғра кәлди.
Хитай даирилири өткән йили авғустта ана тил тәшәббусчиси абдувәли аюп қатарлиқларни тутуп кәткән иди.
Қарамай шәһиридики һәр саһәдә хизмәт қиливатқан уйғур яшлири өзлүкидин тәшкиллинип, 2012-йили қарамай маарипиниң тәрәққиятиға асас селиш үчүн “яхшилар бағчиси маарип фонди” ни қуруп чиққан иди.
“яхшилар бағчиси маарип фонди” ниң асаслиқ вәзиписи, һәр қайси миллий тил, йезиқтики мәктәпләрниң оқутуш хизмитигә ярдәм бериш. Алий мәктәп имтиһанидин әлиюл әла болуп өткән оқуғучиларға мукапат тәсис қилиш. Оқуш қизғинлиқи юқири, тиришчан, нәтиҗиси көрүнәрлик болған, аилисидә иқтисади қийинчилиқи бар оқуғучиларға бәлгилик оқуш ярдәм пули бериш қатарлиқлар болуп, улар юқириқидәк обйектларни ярдәм бериш нишани қилип, җәмийәттики һәр саһә кишиләрниң актип аваз қошуши билән тәдриҗий тәрәққий қилип, қарамай шәһиридики хәлқ аммисиниң қоллап-қуввәтлишигә вә яхши баһасиға еришкән иди.
Бу фонди җәмийәт йәнә нуқтилиқ һалда, хитай өлкилиридә оқуватқан қарамай шәһиридин барған 5 нәпәр уйғур оқуғучини оқуш, турмуш вә хатирҗәм оқуш шараити үчүн һәр айда муқим иқтисад билән тәминләп кәлгән. Улар қарамай шәһиридә уйғур маарипни қоллап қалмастин, мәдәнийәт, тәнтәрбийә паалийәтлириниму иқтисади җәһәттин қоллап кәлгән.
Хитай даирилири өткән йили 8-айда “ана тил ширкити” қурғучилиридин абдувәли аюп, муһәммәд сидиқ, диляр обул қатарлиқ зиялийларни қолға алғандин кейин, уйғур диярида қурулған һәр хил шәкилдики җәмийәтләрни тәқиб қилишни күчәйткән, уйғурлар тәрипидин қурулған аммиви җәмийәтләрни қайтидин тизимға алған яки тизимға алдуруш шәртини тәсләштүргән. Буниң билән “яхшилар бағчиси маарип фонди” қурғучилири идарә һәйити паалийәтлирини давамлаштуралмиған.
Хитай даирилириниң қанунлуқ қурулған “ана тил ширкити” қурғучилириға боһтан чаплап, уларни тутқун қилиши вә ширкәтни тақиши нурғунлиған яхши иш қилишни көңлигә пүккән яшларниң актип паалийәт елип беришиға тосқунлуқ қилған.
“яхшилар бағчиси маарип фонди” һәйәт гурупписидики әзалар юқириқидәк тәһдит вә еғир шәртләр астида фонди җәмийәтни тақашқа мәҗбур болған һәмдә қолидики барлиқ иқтисадини “меһрибан анилар фонди җәмийити” гә өткүзүвәткән.
“яхшилар бағчиси маарип фондиниң хизмәтлиридин хәвәрдар, әмма исмини ашкарилашни халиған бир яш зияритимизни қобул қилип бу һәқтә тохталди.