Қурбан тулумниң нәвриси хитай қурултийида мав билән ши ни мәдһийәлиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.03.20
qurban-tulum-newrisi-ruqiye-metseydi.jpg Хитайниң 13-нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийи вәкиллириниң мухбирларни күтүвелиш йиғинида мәркизий телевизийә истансиси мухбириниң соалиға җаваб бәргән қурултай вәкили, қурбан тулумниң нәвриси руқийә мәтсәйди. 2018-Йили 20-март.
CCTV

Хитай мәркизи теливизийәсиниң мухбири 13-нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийи 1-йиғиниға қатнишиватқан, уйғур аптоном районидин кәлгән вәкил руқийәм мәтсәйдидин қурбан тулум аилиси вә уйғурларниң турмуш әһвали һәққидә соал сориди.

Йүзлигән мухбирларниң аппарати қоршап турған нәқ мәйдандин тарқитишта, әтләс көңләк кийип оттурида микрофон алдида турған руқийәм мәтсәйди бу соалларға алдин тәйярлиқи бардәк көрүнсиму, арида сөзини унтуп қалған.

“шинҗаң вәкилләр өмики” дики хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вәкили, керийә наһийәси ләңгәр йезилиқ хәлқ ишлири иҗтимаий капаләт понкитиниң кадири руқийәм мәтсәйди асаслиқ ши җинпиң ядролуқидики хитай компартийәси мәркизий комитетиниң күчлүк рәһбәрликидә, уйғур аптоном райони иқтисадий, иҗтимаий тәрәққиятта зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнликини, қурбан тулум җәмәтидики йүздин артуқ адәмниң бай-баяшат яшаватқанлиқини сөзлиди. У бу қисқа доклатта ши җинпиңниң қурбан тулум аилисила әмәс пүтүн уйғур ели хәлқигә йәткүзгән шәпқитигә қайта-қайта тәшәккүр билдүрди вә ши җинпиңға, партийәгә садиқлиқини ипадилиди. У йәнә “һәр хил сиясәт тәдбир-орунлаштурмиси әмәлийлишип, һазир һәр бир деһқан-чарвичиларниң өйлиригичә хитай кадирлириниң йәрлишип, уйғурлар билән хитайларниң туғқанлишип милләтләр иттипақлиқини көз қаричуқидәк қоғдаватиду ши җуши хатирҗәм болуң” дәйду.

Руқийәм мәтсәйди йәнә қурбан тулум аилисидә икки әңгүштәр барлиқи, униң бири бовиси қурбан тулум билән мав зедоңниң қол елишип чүшкән сүрити болса, йәнә бири қурбан тулумниң қизи тохтихан қурбанға, йәни момисиға ши җинпиңниң қайтурған җаваб хети икәнликиниму әскәртишни унтумиған иди.

Бу һәқтә инкас қайтурған һазир америкидики уйғур шаир таһир һамутниң қаришичә, хитайниң бу хил тәшвиқат обйектлирини ясап чиқип яки аталмиш вәкилләр арқилиқ өзиниң уйғур елидики сияситини тәшвиқ қилиши йеңилиқ әмәс, мәтбуатларму, җүмлидин уйғурларму бу хил тәшвиқатқа анчә қизиқип кәтмәйду, әмма бу көрүнүшниң кәң тарқилип мулаһизә вә тәнқидләргә сәвәб болушидики әң ачқучлуқ амил, қурбан тулумниң нәврисиниң вәкил қилип бәлгиләп қоюлуши болған. Униң илгири сүрүшичә, бу аталмиш вәкилниң сөзлири әмәлийәттә хитай мәркизий комитетиниң сахта тәшвиқати икәнлики уйғурларға аян болсиму, бирақ бу тәшвиқат йәнә, уйғур елиниң әмәлий әһвалини уқмайдиған дуня әһлигә нисбәтән, йәнила уйғур вәзийитигә нисбәтән хата чүшәнчиләрниму бериши мумкин. Нөвәттә хитайниң қурбан тулумниң нәвриси арқилиқ елип барған бу тәшвиқатиға қарита уйғурлар өзлириниң кинайә вә тәнқидлири арқилиқ өз наразилиқлирини ипадилимәктә.

Қурбан тулум илгири хотән вилайитидики бир деһқан. Қурбан тулумниң бейҗиңға берип, хитайниң әйни вақиттики рәиси мав зедуң билән көрүшкәнлик һекайисини пүтүн хитай билиду. 1958-Йил 6-айниң 28-күни чүштин кейин җуңнәнхәйдики хүәйрентаң залида мав зедуңниң қобул қилишиға еришкән иди. Шуниңдин кейин қурбан тулумниң ешәккә минип бейҗиңға берип, рәис мав зедуң билән көрүшмәкчи болғанлиқи тоғрисидики һекайиләр таралған вә һөкүмәт бу образни уйғур хәлқиниң хитай компартийә даһийсиға чоқунушиниң испати сүпитидә кәң тәшвиқ қилған иди.

Германийәдин зияритимизни қобул қилған уйғур паалийәтчиләрдин пәрһат юруңқаш хуласиләп: “қурбан тулумниң уйғурларниң йеқинқи заман тарихидики толиму ечинарлиқ, мәсхирилик бир әхмиқанә образ икәнликигә қаримай, бүгүнки күндә униң нәврисиниң хитай хәлқ қурултийиға вәкил қилинип, бундақ бовисиға охшаш тәшвиқатларға селиниши, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң уйғур елини башқурушта чарисиз қалғанлиқини көрситип бериду” дәп тәһлил қилди.

Нөвәттә, хитайниң “партийәни сөйүш нәмуничиси”, “милләтләр иттипақлиқи үлгиси” гә айланған қурбан тулумниң йерим әсирдин кейин нәврә қизи-руқийәм мәтсәйди қайта бовисиниң қизил вариси сүпитидә тәшвиқ қилинмақта. Илгири у хитай деңиз армийәсиниң “лявниң” намлиқ авиаматкисида әскәр болған, һазир у қурбан тулум хатирә сарийиниң чүшәндүргүчиси болуп ишлимәктә икән. Даириләр уйғур дияри миқясида руқийәм мәтсәйдиниң “қурбан тулум роһини әвҗ алдуруп, һазирқи бәхтияр турмушимизни қәдирләйли” дегән темидики тәшвиқат паалийитини уюштурған болуп, у һәр қайси наһийә вә йезиларғичә берип, қурбан тулумниң “даһий мав зедоңни вә компартийәни қизғин сөйгән” һекайисини сөзләп тәшвиқат елип барған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.