Явропа парламенти әзалириниң уйғур мәсилиси һәққидики баянлири (1)
2018.10.10
Явропа парламенти 4-өктәбир күни уйғур дияридики җаза лагерлири тоғрисида қарар мақуллаштин илгири оттуриға қоюлған пикирләр.
4-Өктәбир күни фирансийәниң страсбург шәһиридә чақирилған явропа парламентиниң омумий йиғинида җаза лагерлири мәсилисини өз ичигә алған һалда уйғурларниң омумий вәзийити тоғрисида 15 маддилиқ қарар мақулланди. Бу қарар мақуллиништин илгири явропа парламентидики охшимиған партийә-гуруһларниң вәкиллиридин тәркиб тапқан парламент әзалири уйғур дияри вә җаза лагерлири тоғрисида өз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.
Парламент йиғинида тунҗи болуп сөз алған “йешиллар партийәси явропа әркин бирләшмиси гуруһи” ниң германийәлик вәкили райнхард бүтикофер әпәнди мундақ дегән: “хитай коммунистик партийәсиниң рәһбири әшәддий сақчи дияриға айланған шинҗаңдики йүз миңлиған, бәлки милйонлиған уйғур вә қазақ қатарлиқ йәрлик милләтләрдин болған пуқраларни тутқун қилип җазалаш сиясити йүргүзүватиду. Буниң сәвәбини ‛террорлуққа қарши туруш‚ дәп атаватиду. Биз ойлаймизки, бастуруш елип беришқа тегишлик ‛террорлуқ‚ тин ибарәт бу белиқниң әркин үзүп йүрәлиши үчүн униң мәвҗутлуқиға капаләтлик қилидиған йетәрлик су муһити болуши лазим. ‛террорлуққа қарши туримән‚ дәйдикән, җәнубий терол яки шималий иреландийәниң тәҗрибисигә игә болуш керәк. Хитай өзини күчлүк дөләткә айландуралиған билән өз хәлқини башқуруштики зәипликидин қутулалиғини, уларниң қануний һәқлири вә диний әркинликигә капаләтлик қилалиғини йоқ. Хитай рәһбири өз чүшини әмәлгә ашуримән дәп хәлқи үстидин бастуруш елип бериватиду һәмдә хәлқниму өзи билән охшаш бир чүшни көрүшкә мәҗбурлаватиду. Мениң билишимчә, хитай һөкүмити бу бесимни чәтәлләргиму експорт қиливатиду.”
Райнхард бүтикофер әпәнди илһам тохти мәсилисини алаһидә тилға елип йәнә мундақ дегән: “уйғур миллитидин болған билим адими илһам тохти пәқәтла пикир әркинлики сәвәблик узундин буян хитай түрмисидә йетиватиду. Бундақ вәзийәт хитайда узундин бери давамлишиватиду.”
4-Өктәбир күни явропа парламентидики уйғурлар һәққидә қарар елиш йиғиниға қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди бу тоғрисида тохталғанда парламент әзалириниң нутуқлириниң бу қетимлиқ қарарниң оңушлуқ қобул қилинишиға түрткә болған асасий амил икәнликини тилға алди.
Иккинчи қетим сөз алған “явропа консерватиплар вә ислаһатчилар гуруһи” ниң голландийәлик вәкили бас белдер әпәнди сөзидә уйғур дияридики лагерлар мәсилиси үстидә мәхсус тохталған. У мундақ дегән: “ахбарат васитилиридин игилигән учурларға асасланғанда, уйғурларниң юртида ғайәт зор бир һадисә йүз бериватиду. Һесабсиз, һәдди һесабсиз уйғурларниң аталмиш ‛тәрбийәләш мәркизи‚ намидики лагерларға қамилип җазалиниватқанлиқи мәлум. Уларниң алақә әркинлики үзүп ташланған. ‛бихәтәрлик үчүн‚ дәп йолға қоюлған бу сиясәтниң хәтәр яритиватқанлиқи ашкара болмақта. Уйғур аһалилирини зиярәт қилип кәлгәнләр бу районда динсизлаштуруш вә ассимилятсийә сиясити йүргүзүлүватқанлиқини испатлимақта.”
Униң арқидин сөз алған “әркин явропа вә демократийә гуруһи” ниң италийәлик вәкили игназийо коррайо әпәнди сөз елип мундақ дегән: “илгири тарихий язмилардинла көридиған җаза лагерлири бүгүн йәнә әслигә қайтип кәлди. Аталмиш ‛қайта тәрбийәләш мәркизи‚ яки ‛әмгәк билән өзгәртиш лагери‚ дәп аталған уйғурлар дияридики бу җаза лагерлириға милйонлиған адәмләрниң қамалғанлиқи ашкариланмақта. Қамалғанларниң мутләқ көп қисми райондики йәрлик милләтләр болуп, хитай аһалисиниң йоқлуқи билинмәктә. Хитайниң бу еғир дәриҗидики инсан һәқлири дәпсәндичиликигә қарита явропа парламенти үнүмлүк бир тәдбир қоллиниши лазим.”
“явропа парламенти сотсиял демократийәни илгири сүрүш гуруһи” ниң германийәлик вәкили җо лайнен әпәнди мундақ дегән: “ахирқи 10 йилдин буян хитай иқтисади тәрәққий қилди. Әпсуски, иқтисадтики бу йүксилишниң кишилик һоқуқ яки хусусий әркинликкә пайдиси болмиди, әксичә зор дәриҗидә чекиндүрүш ролини ойниди. Бүгүн аңлисиму кишиниң ишәнгүси кәлмәйдиған бир һадисә болуватиду. Уйғурларниң юрти шинҗаңда бүгүн 1 милйон адәм җаза лагерлириға қамалди дегән гәп қандақ гәп? лагердики бу уйғурларниң пүтүнләй заманиви техника системилириниң ярдимидә контрол қилиниватқанлиқи мәлум болмақта. Чәтәлдә туғқини болған уйғурларму қамилидикән. Хитай бу тәҗрибини чәтәлгиму кеңәйтишкә урунуватиду. Буниң сәвәбини ‛террорлуққа қарши туруш, әсәбийликкә қарши туруш‚ дәп пәрдазлаватиду. Һәрқандақ бир дөләтниң аммиви бихәтәрлики үчүн террорлуққа қарши тәдбир елиши нормал иш. Әмма сән ‛террорлуққа қарши турдум‚ дәп шиддәт васитилири билән аз санлиқ бир милләтни коллектип һалда бастурсаң, уларни әркинликидин, диний етиқадидин мәҗбурий айрисаң, дуняниң ишәнчидин мәһрум болисән.”
Җо лайнен әпәнди йәнә мундақ дегән: “германийә билән шиветсийә һөкүмәтлири қарши тәрәпниң вәзийити интайин начар болғачқа уйғурлар вә қазақларни юртиға қайтурмаслиқ тоғрисида қарар алдуқ. Башқа дөләтләрниңму шундақ қилишини тәвсийә қилимиз. явропа дөләтлири хитай билән болған мунасивәтләрдә шәкил үчүн әмәс, бәлки әмәлий рәвиштә кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюп, хитайға тәсир көрситиши керәк.”
Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди явропа парламентида елинған мәзкур қарарниң хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлирини тақаш вә уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлиригә хатимә беришкә түрткә болидиғанлиқини әскәртти.