Назигүл әнвәрниң ата-аниси издиши: 2 яшлиқ уйғур қизиниң шәрқий-җәнубий асия вә түркийә “һиҗрити”
2020.06.02
2012-Йилдин башлап шәрқий-җәнубий асия арқилиқ түркийәгә қечиш долқуни қозғалғаниди. Хитайниң сиясий вә диний зиянкәшликидин қачқан бу уйғур мусапирлириниң ичидә аяллар вә балилар хели зор салмақни игиләйтти.
Әйни вақитта әмдила икки яшқа киргән назигүл әнвәр бу мусапирлар топидики ата-анисиз “һиҗрәт” кә чиққан йеши әң кичик мусапир иди. Униң 2014-йили башланған бу “һиҗрәт” сәпири нәқ бир йил 7 ай давам қилиду.
Ахири, у 2016-йили түркийәгә келип, бу йәрдики ата-аниси билән җәм болушқа муйәссәр болған болсиму, әмма һәммә уйғур балиси униңдәк тәләйлик әмәс иди. Бу сәпәрдә бәзи балилар анисиз, бәзи балилар атисиз қалиду. Уйғур мусапирлар топидики бу кичик “һиҗрәтчи” қизчақ, нөвәттә түркийәдики мәлум бир башланғуч мәктәпниң 1-йиллиқ оқуғучиси.
Биз 2-июн күни 8 яшлиқ назигүл вә униң дадиси әнвәр турдини зиярәт қилип, кичик назигүлниң шәрқий-җәнубий асия сәпирини сөзләштуқ. Төвәндә диққитиңлар мухбиримиз әркинниң сөһбәт программисида болсун.
Юқиридики аваз улинишидин программиниң тәпсилатини аңлиғайсиз.