Явропа дөләтлиридә уйғурлар намайиш қилип, тайландтики уйғурларниң қоюп берилишини тәләп қилди
2025.01.18
17-январ, явропа дөләтлиридә яшайдиған уйғурлар өзлири турушлуқ дөләтләрдики тайланд әлчиханиси алдида намайиш қилип, тайландта тутуп турулуватқан 48 нәпәр уйғурниң дәрһал қоюп берилишини тәләп қилди.
Тайландта тутуп турулуватқан бу 48 нәпәр уйғурниң нәччә күн алдида тарқатқан мураҗиәтнамиси вә һазирқи әһвали пүтүн дунядики уйғурларни әндишигә салған болуп, бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийи17-январ күни пүтүн дуня миқясида кәң көләмлик намайиш елип беришқа чақириқ қилғаниди.
Бу чақириққа аваз қошқан, норвегийә уйғур комитети бүгүн, 17-январ күни норвегийә пайтәхти ослодики тайланд әлчиханиси алдида тайланд һөкүмитидин хитайға қайтурулуш хәвпи астидики бу 48 нәпәр уйғурни қоюп беришни тәләп қилип намайиш елип барған вә тайланд әлчиханисиға тәләп хети тапшурған.
Норвегийә уйғур комитети рәиси хәлчәм мәмтимин бу һәқтики тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлишип “тайланд әлчиханисидин бу уйғурларниң үчинчи бир бихәтәр дөләткә йөткилишигә йол қоюшини” тәләп қилғанлиқини билдүрди.
Бу намайиш һәққидә норвегийәдики иһсан шүкранму өзиниң бәзи тәсиратлирини ортақлашти.
Шиветсийә уйғур бирлики рәиси бәхтинур ханимму шиветсийәдә елип берилған намайиш һәққидики пикрини баян қилди.
Зияритимизни қобул қилған шиветсийә уйғур бирликидин ниҗат намайишниң тәшкиллиниши вә мунасивәтлик учурларни ортақлашти.
Охшаш күндә шиветсарийә уйғур җәмийитиму тайландниң зурихтики консулханисиға тәләп хети тапшурған болуп, шиветсарийә уйғур җәмийити сабиқ рәиси әндили қараханниң билдүрүшичә, улар тайланд әлчиханисиға тапшурған тәләпнамидә “тайландта тутуп турулуватқан бу 48 нәпәр уйғур әгәр хитайға қайтурулса, уларниң түрлүк паҗиәләргә дучар болидиғанлиқини” алаһидә әскәрткән.
Әнглийәниң пайтәхти лондондиму әнглийә уйғур комитети, уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш һәрикити вә уйғурларға ярдәм тәшкилати тайланд консулханисиниң алдида намайиш елип барған болуп, рәһимә мәһмут ханим бу һәқтики тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.
Шиветсийә, шиветсарийә, германийә, норвегийә, әнглийә, түркийә, японийә, канада, америка вә австралийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғурлар, өзлири турушлуқ дөләтләрдики тайланд әлчиханилири алдида һәр хил шәкилдики намайишларни елип берип, тайланд һөкүмитини хәлқара көчмәнләр қануний вә кишилик һоқуқ әһдинамисигә риайә қилишқа чақириқ қилған.