Билинкен: хитайниң тәйвәнгә қаратқан һәр қандақ таҗавуз һәрикити “дәһшәтлик ақивәт” пәйда қилиду

Мухбиримиз мәмәтҗан җүмә
2021.12.05
Антони блинкен американиң муһим ташқи сиясәт пиланини баян қилди Америка ташқи ишлар министири антоний биллинкен җов байден һөкүмитиниң муһим ташқи сияситини баян қилди. 2021-Йили 3-март, вашингтон.
REUTERS

Америка ташқи ишлар министири антоний билинкен җүмә күни дуня рәһбәрлири қатнашқан бир йиғинда сөз қилип, хитай тәйвәнгә қаратқан һәр қандақ таҗавуз қилиш һәрикитиниң “дәһшәтлик ақивәт” пәйда қилидиғанлиқи һәққидә агаһландуруш бәргән һәмдә хитай рәһбәрлирини тәйвән боғузи вәзийитини җиддийләштүрмәслик тоғрисида наһайити әстайидил ойлинишқа чақирған.

Билинкен бу сөзләрни җүмә күни ройтерс агентлиқи саһибханилиқ қилған “ройтерс некст” намлиқ һәрқайси әлләрдин кәлгән нопузлуқ сиясийон вә нопузлуқ әрбаблар қатнашқан бир сөһбәт йиғинда қилған.

У, бейҗиң даирилиниң өз-өзигә хоҗа болуп келиватқан тәйвәнниң һазирқи һалитини өзгәртишкә урунуватқанлиқини, әмма америкиниң бу аралниң өзини қоғдаш иқтидарини капаләткә игә қилиш әқидисиниң қәтий икәнликини билдүргән.

Билинкен мундақ дегән: “мән хитай рәһбәрлириниң кризисини күчәйтмәслик тоғрилиқ әстайидил ойлинишини үмид қилимән. Мениңчә, бу кризис нурғун кишиләргә дәһшәтлик ақивәт елип келипла қалмастин, хитайдин тартип һәммәйләнниң мәнпәәтигә зиянлиқ.”

Әгәр тәйвән таҗавузчилиққа учриғанда америка һәрбий күч әвәтишкә вәдә берәләмду-йоқ дегән соалға җаваб бәргән билинкен “бизниң тәйвәнниң өзини мудапиә қилиш иқтидариниң болушини капаләтлик қилидиғанлиқимиз мәсилисидики мәйданимиз йиллардин буян наһайити ениқ вә изчил рошән болуп кәлди. Биз бу вәдимизгә изчил капаләтлик қилимиз.”

Йеқидин буян хитайниң тәйвәнниң һава мудапиә райониға көп қетим суқунуп кирип, тәйвән боғузи вәзийитини җиддийләштүргәнлики дуняви диққәт нуқтисиға айланған.

Бу йил өктәбир америка президенти байден әгәр хитай тәйвәнгә һуҗум қилса америкиниң тәйвәнни қоғдайдиғанлиқини ейтип зор ғулғула қозғиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.