5-Июлдин кейин из-дерәксиз ғайиб болғанлар (8)
2012.05.28
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, бүгүн 5 - июлдин кейин из - дерәксиз ғайип болғанлар намлиқ мәхсус программимизниң 8 - қисмини аңлитимиз; программимизниң бу қисмида алди билән ғайип болғанлардин йүсүп турғун билән мәмтимин ясин һәққидә қисқичә мәлумат беримиз; арқидин, ғайип болғанлар арисида хитай үчүн актип хизмәт қилған бир қисим юқири дәриҗилик әмәлдарларниңму уруқ - туғқанлири барлиқи, җүмлидин қорчақ әмәлдар исмайил тиливалдиниң һоқуқиниң аялиниң бир нәврә сиңлисиниң оғлиниң учурини елишқиму карға кәлмигәнлики һәққидә тәпсилий мәлумат беримиз.
Ғайип болғанлардин бири йүсүп турғун, 1989 - йили үрүмчидә туғулған:
Ғайиплардин йәнә бири мәмтимин ясин, 1976 - йили қәшқәр тоққузақта туғулған:
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, бу йилниң бешида түрмидә уруп өлтүрүлгән 17 яшлиқ нурулисламниң уйғур райониниң сабиқ сода санаәт назири давут қурбанниң нәвриси икәнлики ашкариланған.
Игилишимизчә, 5 - июлдин кейин ғайип болғанлар, уйғур җәмийитиниң барлиқ қатламлиридин тәркип тапқан. Буларниң ичидә хитай үчүн актип хизмәт қилған вә катта мәртивиләргә еришкән сабиқ вә вәзипидики әмәлдарларниң уруқ - туғқанлириму бар. Ғайиплардин амантай җүматай, уйғур райониниң сабиқ қатнаш назири һәмзә қарабайниң нәвриси.
Ғайиплардин имаммәмәт әли, уйғур райониниң сабиқ рәиси, нөвәттә хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи даими комитетиниң муавин мудири исмайил тиливалдиниң йеқин туғқини. Йәни имаммәмәтниң аниси патигүл исмайил тиливалдиниң аяли билән бир нәврә һәдә - сиңил. Патигүл үрүмчидики бир туғқуниниң той мәрикисидә исмайил тиливалди билән учришип, оғлиниң учурини елип беришни тәләп қилған. Әйни чағда мақуллуқ билдүргән исмайил тиливалдидин патигулгә һечқандақ җаваб кәлмигән.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқирида, 5 - июлдин кейин из - дерәксиз ғайип болғанлар намлиқ чатма хәвәрниң 8 - қисмини аңлидиңлар.