5 - Июл вәқәсиниң 3 йиллиқи вә из - дерәксиз ғайип болғанлар мәсилиси

Чәтәлдики уйғурлар һазир 5 - июл вәқәсиниң 3 йиллиқини хатириләш паалийәтлиригә җиддий тәйярлиқ қилипла қалмай, из - дерәксиз ғайип болғанлар мәсилиси үстидә муназириләр елип бармақта.
Ихтияри мухбиримиз әкрәм
2012.06.27
5-iyul-weqeside-ghayib-bolghanlar-305.png 5-Июл вәқәсидин кийин ғайиб болған кишиләр (сол тәрәп юқиридин саәт истириликисиниң йөнилиши бойичә): мәмәтабла абдуреһим, закир мәмәт, мухтәр мәхәт, турсунҗан тохти
Photo: RFA


5 - Июл вәқәсиниң 3 йиллиқи йетип келиш һарписида әркин асия радиоси уйғур бөлүми тәрипидин елан қилиниватқан “5 - июлдин кейин из - дерәксиз ғайип болғанлар” тоғрисидики хәвәрләрниң чәтәлдики уйғурлар арисида зор тәсир қозғиғанлиқи мәлум.

Уйғур зиялийлириниң қаришичә, 5 - июл вәқәсидин кейинки тутқун қилиш һәрикәтлири җәрянида көплигән уйғурларниң из - дерәксиз ғайип болуп кәткәнлики тоғрисидики учурлар еғиздин - еғизға көчүп йүргән болсиму, бу һәқтә пакитлиқ бир материял ашкариланмиған иди. 7 - Майдин буян р ф а да елан қилинип келиватқан 22 нәпәр ғайип болған уйғур тоғрисидики учурлар ялғуз уйғур тәшкилатлирини муһим материял билән тәминләпла қалмай, уйғур җамаитини мәзкур вәқәни техиму илгириләп чүшиниш пурсити билән тәминлигән.

Германийидә яшаватқан уйғур зиялийси аблимит турсун әпәнди бу хусуста зияритимизни қобул қилиштин илгири 5 - июл вәқәсидә зиянкәшликкә учриғанларға тәсәлли һәм саламлирини йоллиди. У 5 - июл вәқәси мунасивити билән тутқун қилиш һәрикәтлириниң һилиһәм давам қиливатқанлиқини әскәртти. Униң билдүрүшичә, ғайип болуп кәткәнләрниң сани наһайити көп болуп, нурғун ата - анилар хитай сақчи органлириниң бесими вә тәһдитлири сәвәблик мәзкур вәқәдин кейин йоқап кәткән пәрзәнтиниң из - дерикини қилишқа петиналмиған. У сөзидә, 5 - июл вәқәси җәрянида елип берилған қәтлиамниң бәкла дәһшәтлик болғанлиқини, бу қирғинчилиқни мәркизи асия әллиридин саяһәт яки тиҗарәт билән үрүмчигә киргән кишиләрниң өз көзлири билән көргәнликини тилға алди. Аблимит турсун әпәнди йәнә, 5 - июл вәқәсиниң 3 йиллиқини хатириләш паалийитигә пүтүн дунядики уйғурларниң актип иштирак қилишини үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.