5 - Июл вәқәсиниң йәнә бир йеңи син хатириси һәққидә

"5 ‏- Июл вәқәси" йүз бәргинигә 5 ай болди. Гәрчә вәқәниң сәвәб - нәтиҗилири дуняға ашкарилинип болған болсиму, вәқәниң тәпсилий җәряни хәлқараға билиништә йәнила чәклимигә учримақта. Болупму вәқәниң характерини әкс әттүридиған тәпсилатлар чәкләнмәктә.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.12.11
5-Iyul-Urumqi-namayishidin-bir-korunush-305.jpg Сүрәт, үрүмчидә йүз бәргән 5 - ийул тенчлиқ намайишидин бир көрүнүш болуп, йаш уйғур оқуғучилириниң қуруқ қол шуар тавлап намайиш қиливатқан көрүнүши.
RFA Аңлиғучилири тәминлигән.

Намайишта оттуриға қоюлған тәләп вә намайишта товланған шоарларни һазирға қәдәр хитай хәвәр қилғини йоқ. Бүгүн радиомиз еришкән бир син (видио) хатирисидә бу һәқтә бир қисим учурлар хатириләнгән.

Көрүнүштә намайишчиларниң шавгуән вәқәсини адил бир тәрәп қилишни тәләп қиливатқанлиқи, шавгуәндә уйғурларниң уруп өлтүрүлүш вәқәси, вә буниңға қарита һөкүмәтниң қулақ йопурувелиши қатарлиқ адаләтсизләргә қарита наразилиқи ипадиләнгән.

Бу син хатирисида зәпәр бинаси, Tian gong guo yüen ширкити, әнҗүр тамақханиси, пәрһат - шерин һөсн түзәш орни қатарлиқ вивискилар көрүнүду. Бу намайишниң рабийә қадир сода - сарийи билән җәнуби қовуқ йәни нәнмен арисидики бир парчиси икәнлики мәлум.

Көрүнүшләрдә намайишчиларниң қолида һечқандақ нәрсә йоқлуқи, пәқәт миңға йеқин кишиниң шоар товлаватқанлиқи, хитай сақчилириниң намайишчиларни қоршавға елип тутқун қиливатқанлиқи, буниңға қарита намайишчиларниң "қоювәтсун" дәп шуар товлаватқанлиқи көрситилгән.

Көрүнүшләрдин биридә, яш бир аялниң һошидин кәткән һалити вә уни башқиларниң қутқузуватқанлиқи вә әтрапта қечиш вә патипарақчилиқ болуватқанлиқини көрүвалғини болиду.
 
Көрүнүш вә авазлардин қариғанда, бу намайишниң җиддий тәһдит астида, әмма тинчлиқ шәклидә давам қиливатқан бир қисмидур. Шундақла бу йәнә, хитай ахбаратида учритиш мумкин болмайватқан парчилардур.

Һөрмәтлик оқурмәнләр, хитай һөкүмити телефон йоллирини үзүветиш, интернетни кесиветиш, намайишқа аит үн - син хатирилирини йиғивелиш қатарлиқ васитиләр билән, 5 ‏ - июл вәқәсиниң ташқи дуняға тоғра вә толуқ ашкарилинип кетишини тосмақта.

Буниң билән бирликтә йәнә, 5 ‏ - июл вәқәсини кейинки бастуруш һәрикәтлирини йошурушқа урунмақта. Әмма радио аңлиғучилиримиз түрлүк йоллар билән вәқәниң һәқиқий әһвалини дуняға ашкарилаш үчүн пидакарлиқ көрсәтмәктә. Бу программимизда, намәлум бир радио аңлиғучимиз тәрипидин әвәтилгән син хатирисидики мәлуматларни силәргә сундуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Dec 13, 2009 04:16 PM

Зулум чекдин ﯪшти ....Пичақ сөңәккә йәтти...
Һәқ егилду сунмайду....Бизгму йахши кунләргә ﯪзқалди....

Anonymous
Dec 12, 2009 11:01 AM

Видио бәк қисқа болғачқа торға қойушқа әпсиз болуп қалди.

Anonymous
Dec 12, 2009 12:33 AM

Мушу синﯫлғу линтисини торға йоллап қойсаңлар ﯪдирсини ениқ йезип рәһмәт

Anonymous
Dec 12, 2009 01:25 AM

Болса филимни бизму көрүп бақсақ...

Anonymous
Dec 12, 2009 09:47 AM

Вәтән ичи вә сиртидики уйғур хәлқи әмди өзиниң пәқәт қораллиқ көрәш қилиш йоли ﯪрқилиқла вәтәнни қутқузуп ﯪлалайдиғанлиқини һәқиқи тонуп йәтти,
Шундақла қораллиқ көрәшниң бирдин бир уйғур хәлқи үчүн виҗдан йоли икәнликини толуқ һес қилди.