Хотән наһийилик һөкүмәт шәрт билән абдувәли вә розинисаханниң давалиниш чиқимини көтүрүшкә башлиған
Мухбиримиз миһрибан
2010.05.31
2010.05.31

www.xjtsnews.com Дин елинди.
Шундин кейин, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар бу ана - балиниң кесилини давалитишқа ианә топлап, өз хәйрихаһлиқини йәткүзгән иди. Игилишимизчә, һазир хотән наһийилик һөкүмәт чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң ярдимини қобул қилмаслиқ шәрти билән, бу ана - балиниң давалинишиға ярдәм бәрмәктә икән.
Биз бүгүн, абдувәли вә униң аниси розинисахандин әһвал сораш һәмдә абдувәли қатарлиқ балиларниң балилар байримини тәбрикләш мәқситидә, розинисаханниң хотәндики аилисигә телефон қилдуқ. Мәлум болдики, абдувәли дохтурханида икән. Зияритимизни қобул қилған розинисаханниң хотәндики туғқанлири, һазир розинисаханниңму оғли абдувәли билән биллә үрүмчидә давалиниватқанлиқини билдүрди.
Уларниң билдүрүшичә, розинисаханлар аилиси һәрқайси җайлардики уйғурлар ианә қилған пулларни тапшурувалғандин кейин, йеза башлиқи уларниң өйигә келип, чәтәлләрдики уйғурларниң ярдәм әһвалини сүрүштүргән. Йеза башлиқи йәнә, бундин кейин уларниң җәмийәттин ярдәм соримаслиқини тәвсийә қилған вә ана - бала иккийләнниң давалиниш хираҗитини наһийилик һөкүмәт үстигә алидиғанлиқини вәдә қилған.
Абдувәли ятқан аптоном районлуқ хәлқ дохтурханисиға телефон қилғинимизда, телефонимизни алған розинисаханниң иниси тохти йүсүп, өзлири торда мураҗиәтнамә елан қилғандин кейин, абдувәли вә униң аниси розинисаханниң давалаш чиқимини хотән наһийилик һөкүмәт көтүрүватқанлиқини билдүрди.
Тохти йүсүп бизгә, хотән наһийилик һөкүмәтниң уларға хәлқтин келидиған ианә пулға қойған чәклимисидә, чәтәлләрдики тәшкилатларниң ярдимини қобул қилмаслиқни тәләп қилғанлиқини, әмма хәлқтин қобул қилинидиған ианигә һазирчә чәклимә қоюлмиғанлиқини илгири сүрди.
Сөһбәт җәрянида тохти йүсүп, абдувәли ятқан кесәлханида абдувәлидин башқа йәнә абдусалам вә музәппәр исимлик икки бала барлиқи, бу балиларниң өз хираҗити билән давалиниватқанлиқини билдүрди.
Розинисахан билән сөһбәтлишиш имканийити бар - йоқлуқини сориғинимизда, тохти йүсүп, һазир розинисаханниң йенида телефон йоқлуқини билдүрди. Әмма у, кесәлханидики балиларниң зияритимизни қобул қилалайдиғанлиқини билдүрүп, телефонни балиларға бәрди.
Балилардин абдувәли һәм абдусалам зияритимизни қобул қилип, өзлириниң балилар байримини қандақ өткүзүш пиланлирини баян қилди.
Тохти йүсүп йәнә, музәппәрниң еғизи әтрапида яра болғини үчүн, зияритимизни қобул қилалмайдиғанлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.