Бокс теринери абликим абдурешит уйғур хәлқиниң ғурури иди

Уйғур тор бәтлириниң хәвәр қилишичә, уйғурларниң йеқинқи заман тәнтәрбийә саһәсидики мәшһур устаз, уйғур аптоном районлуқ тәнтәрбийә идарисиниң бокс теринери, мәшқавул абликим абдурешит бу йил 10-айниң 23-күни әтигән саәт 12 дин 45 минут өткәндә 54 йешида кесәл сәвәби билән биз билән мәңгүлүк видалашти.
Ихтиярий мухбиримиз руқийә
2012.10.23
ablikim-abdureshit-boks-305.jpg Уйғур аптоном районлуқ тәнтәрбийә идарисиниң бокс теринери, мәшқавул абликим абдурешит.
dilkax.com

Абликим абдурешит бала вақитлиридин башлап боксчилиқни яқтуратти. Ташлинип қеливатқан уйғур тәнтәрбийә маарипини гүлләндүрүшни арзу қилатти. Уйғурларниң бәдән сүпитиниң төвәнләп кетиватқанлиқи, җисманий бәдән тәрәққиятиниң роһи сағламлиқни йоқитиватқанлиқи уни азаблайтти. У 1994-йили нурғун қийинчилиқларни йеңип миң бир җапа-мушәққәттә һазирқи боксчиларни тәрбийиләш әтритини қуруп чиқти. 20 Йиллиқ җапалиқ тиришиш нәтиҗисидә 20 дин артуқ йетишкән бокс тәнһәрикәтчисини тәрбийиләп йетиштүрди. Униң тәрбийилигән шагиртлири илгири-ахир болуп бәш қетим сидней, атена вә бейҗиң қатарлиқ шәһәрләрдики олимпик мусабиқилиригә қатнашқан болуп, униң бокс әтрити хитай дөлитидә вә дунядики башқа һәрқайси дөләтләрдә болуп җәмий 60 тин артуқ бокс алтун медалиға еришкән.

Абликим абдурешит, бир тәләпчан устаз, милләт сөйәр мәрд әзимәт, бәлки көйүмчан дада болупла қалмай, уйғур бокс чолпанлириниң һәм кәсип, һәм һаяттики йолини йорутқан, уларниң милләт үчүн ғурур вә шәрәп қазиниши, чолпан болушидики түврүк иди. Абликим абдурешитниң шагиртлиридин, уйғур бокс чолпини абдушүкүр миҗит мәрһумниң һаяти һәққидә тохтилип, башқилар 40 йилда басидиған йолни устазиниң башчилиқида, уйғур бокс әтритиниң 20 йилда басқанлиқини ейтип, мәрһумниң һаят төһпилиригә юқири баһа бәрди.

Уйғур тәнтәрбийә маарипини гүлләндүргән, уйғурларниң тәнтәрбийә маарипини хәлқара сәһнигә елип чиққан, милләтниң шан-шәрипи үчүн кечә‏-күндүз өзини унтуп, барлиқини беғишлап ишлигән, уйғур яшлириниң җисманий җәһәттики йошурун күчини қезип чиқип, уларни өзигә ишәнч, ғәйрәт вә җасарәт турғузушқа башлиған сөйүмлүк устаз абликим абдурешитниң вақитсиз вапати уйғур хәлқини қаттиқ ечиндурди. Мәрһумниң мейит намизиға қатнашқан бир уйғур, уйғур хәлқиниң, милләтниң ғурури вә шан шәрипини тикләш үчүн пидакарлиқ көрсәткән әзимәтләрни һәргиз унтумайдиғанлиқини вә улар үчүн дуа қилидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.