Албанийидики уйғурлар: вәтән азадлиқи үчүн бир кишилик һәссә қошсақ дәп ойлаймиз

Албанийидә яшаватқан уйғурлар ахбарат васитилириниң қизиқишидин үнүмлүк пайдилинип, уйғурлар мәсилисини дуняға тәшвиқ қилишқа әһмийәт бәрмәктә.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2012.10.08
albaniye-tot-uyghur-305.jpg Бундин алтә йил илгири гуантанамо түрмисидин азад қилинип албанийигә йәрләшкән уйғурлар. 2012-Йили өктәбир, тирана.
RFA/Ekrem

Бундин алтә йил илгири гуәнтанамо түрмисидин азад қилинип албанийигә йәрләшкән уйғурлардин төт нәпири һазирму албанийә пайтәхти тиранада яшаватқан болуп, улар өйлүк-очақлиқ болуп пәрзәнт йүзи көрди. Хитай һөкүмитиниң уларни қайтуруп кетиш пиланлири әмәлгә ашмиди.

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ахбарат васитилириниң гуәнтанамо түрмисидин қоюп берилгән бу уйғурларға болған қизиқиши техи түгимиди. Төт аилидин тәшкил тапқан бу кичик уйғур җәмийити өзлиригә несип болған имканлардин толуқ пайдилинип, албанийидә туруп уйғурлар мәсилисини хәлқараға аңлитишта қолидин келишичә тиришчанлиқ көрсәтмәктә.

7-Өктәбир күни биз, тиранадики уйғурлардин абабәкри қатарлиқ қериндашлиримизни зиярәт қилдуқ. Абабәкри әпәндиниң билдүрүшичә, улар албанийиниң муһитиға өзләшкән болуп, гоя вәтән тупрақлирида яшаватқандәк хатирҗәм бир турмушқа игә болған. Канададики мәлум бир филим ширкитигә һәмраһ болуп албанийигә кәлгән америкидики уйғур зиялийси рошән аббас ханим албанийидә яшаватқан бу уйғурларниң һазирқи һалитидин мәмнун болғанлиқини билдүрди. У сөзидә, бу ширкәт ишлимәкчи болған бу һөҗҗәтлик филимниң уйғурлар мәсилисини тонутушни мәқсәт қилғанлиқини тилға алди.

Узун мәзгил гуәнтанамо түрмисидә риязәт чәккән бу кишиләр, һазирму гуәнтанамода қамилип туруватқан ахирқи үч нәпәр қериндишиниң кәлгүсигә көңүл бөлүватқанлиқини вә уларниң тезрәк әркинликкә еришишигә тиләкдаш икәнликини билдүрди. Гуәнтанамо уйғурлириниң мәсилисигә көңүл бөлүп кәлгән рошән аббас ханимму уларниң тәқдиригә көңүл бөлүватқанлиқини ипадә қилди. Һазирму албанийә ахбарат васитилири вә дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән мухбирларниң зиярәтлирини қобул қилип, уйғурлар мәсилисини дуняға аңлитишқа тиришиватқан албанийидики уйғурлардин абабәкри әпәнди, өзини уйғур санайдиған һәрқандақ кишиниң вәтән азадлиқи үчүн қолидин келишичә хизмәт қилиши лазимлиқини тәкитлиди вә өзлириниңму несип болған имканлардин үнүмлүк пайдилинип, виҗдани бурчини ада қиливатқанлиқини тилға алди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.