Норвегийә уйғур комитети ечилғуси қурултай үчүн сәпәрвәрлик йиғини чақирди
2012.02.07
Йиғинда алди билән тәшкилат башлиқи пәрһат яқуп әпәнди йиғин қатнашқучилириға д у қ ниң 4-нөвәтлик вәкилләр қурултийини чақириш һәққидики баяннамисини оқуп өтти. Андин кейин қурултайға қатнишишниң шәртлирини оттуриға қоюп, йиғинға қатнишишқа салаһийити тошидиған намзатларниң исмини оқуп өтти вә башқиларниң буларға қарита бәргән тәләп-пикирлирини аңлап өтти.
Дуня уйғур қурултийиниң норвегийидә турушлуқ муавин рәиси сәмәт абла әпәнди 5-айда чақирилмақчи болған 4-қетимлиқ қурултайға һәр қайси дөләтләрдин баридиған вәкилләрниң сани, салаһийити, йиғинға кетидиған омуми чиқим вә һәр қайси йәрлик тәшкилатларниң йиғинға тапшуруши керәк болған пулниң миқдари вә уни қандақ һәл қилишниң усул-чарилири һәққидә сөзләп өтти. Сәмәт абла әпәндиниң сөзидин кейин йиғин қатнашчилири иқтисад мәсилисини һәл қилишқа ярдими болидиған тәдбирләр һәққидә муназирилишип бу һәқтики өзлириниң мувапиқ тәклип-пикирлирини оттуриға қойди.
Дуня уйғур қурултийиниң 4-қетимлиқ йиғини үчүн мәхсус чақирилған бу қетимқи сәпәрвәрлик йиғинда йиғин әһлиниң бир қатар муһим болған пикир-қарашлири оттуриға қоюлғандин башқа,йиғинға қатнишалмиған, тәшкилатниң башқа шәһәрлиридә турушлуқ рәһбәрлиригиму телефон қилинип, уларға мәзкур йиғинниң мәзмуни нәқ мәйданда йәткүзүлгән вә уларниң пикирлиригиму алаһидә йәр берилгән.