Алматада д у қ паалийитини тонуштуруш йиғини болуп өтти

11 - Өктәбир күни алмата шәһири достлуқ мәһәллисиниң "нурли" кафисида д у қ ниң қазақистандики муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрдиниң тәшкил қилишида дуня уйғур қурултийи паалийитини тонуштуруш йиғини болуп өтти.
Мухбиримиз ойған
2010.10.12

Алмата шәһири вә униң әтрапидики уйғур юртлириға вәкиллик қилидиған йүз әлликкә йеқин адәм қатнашқан бу йиғинда, дуня вә уйғур ели вәзийити, дуня уйғур қурултийиниң паалийити бойичә ахирқи хәвәрләрдин мәлумат берилгән.

Йиғин қатнашқучилири шундақла аталмиш "вәтәнпәрвәр муһаҗирлар өмики" ниң қазақистан гурупписиниң вәкиллири билән учришип, уларға соаллар бәрди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.