Ақсу игәчи йезилиқ сақчиханиниң коча чарлаш әтрити һуҗумға учриди
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.08.19
2010.08.19

AFP Photo
Вәқә йезилиқ сақчиханидин 500 метир узақлиқтики бир көврүк үстидә йүз Бәргән. Вәқәдә җәмий 7 киши өлгән 14 киши яридар болған. Һуҗумға учриған чарлаш әтрити 15 кишидин тәркип тапқан болуп, булардин 4 нәпири өлгән қалғанлири яридар болған.
Уйғур районлуқ һөкүмәт Баянатчиси бүгүн бу һәқтә баянат берип вәқәниң бир җинайи һәрикәт икәнликини вә вәқәниң тәкшүрүлүватқанлиқини билдүргән; вәқә садир қилғучиниң кимлики һәққидә мәлумат бәрмигән. Толуқсиз мәлуматлардин қариғанда, һуҗум қилғучи, үчтурпанлиқ 22 яшлиқ бир уйғур яш.
Бүгүнки партлитиш вәқәсидә, йол үстидә кетиватқан пуқралардинму 3 киши өлгән, йәнә бир нәччә киши яридар болған. яридарлар нөвәттә, ақсу вилайәтлик 1 - дохтурханида даваланмақта. яридарлардин йәнә бир қисми 2 - дохтурханида болуп, нөвәттә җиддий қутқузуш давам қилмақта.
Юқиридики аваз улинишидин, ақсуда йүз бәргән партлитиш вәқәси һәққидики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.