Ишпийон гумандари бабур мәхсут һәққидә йәнә сот ечилди

Ишпийон гумандари бабур мәхсутниң сотиға мунасивәтлик учурлар бир қанчә айдин бири уйғурларниң изчил көңүл бөлүп киливатқан қизиқ тимиларниң бири болуп кәлмәктә иди. Бүгүн 8 - айниң 28 - күни ишпийон гумандари бабур мәхсутниң үстидин йәнә бир қетим сот ечилди.
Мухбиримиз йалқун
2009.08.28
babur-mehsut-305.jpg Ишпийон гумандари бабур мәхсут. 2007-Йили 7-май.
RFA/Yalkun

Сот стокһолим вақти саәт 12 дә башлинип 1 дә ахирлашти. Сот ечишни гумандар бабур мәхсутниң адвокати тәләп қилған болуп, адвокат сотта шиветсийә қануни буйичә гумандарни һөкүмисиз тутуп туруш вақти ешип кәткәнликини асас қилип туруп, гумандарни аилисигә қойиветип тәкшүрүшни давамлаштурушни оттуриға қойған.

Сот бабурниң адвокатиниң тәлипини вә бабурниң делосиға мәсул баш тәптишниң пикирини аңлиғандин кейин , сотчи сот һөкүмини оқуп өтти. Сотчи шиветсийә қануни буйичә гумандарни йәнә давамлиқ тутуп туривәрсә болмайдиғанлиқини, сот ахирлашқан һаман өйигә қайтип давамлиқ тәкшүрүшни қобул қилидиғанлиқини, әмма бир қанчә шәрти барлиқини билдүрди.

Гумандар бабур мәхсут шиветсийә қануни буйичә һазирдин башлап әркин, әмма назарәт астида давамлиқ тәкшүрүшни қобул қилиду. Бабур мәхсутниң паспорти тартивелинип, стокһолмдин сирт җайларға бериши чәклиниду. Һәр һәптидә 3 күн йәни дүшәнбә, чаршәнбә вә җүмә күнлири кичиккәндә кәч саәт 5 тин бурун сақчиғаниға берип әнгә алдуриду. Киләр қетимлиқ сот 9 - айниң 25 - күни саәт 11 дә ечилиду.

Сот җәрянидин мәлум болушчә , ишпийон гумандари бабур мәхсутниң ахирқи сот һөкүминиң кечиктүрүлуши, униң делосиниң җәряни бир қәдәр мурәккәп, четишлиқ даириси кәңри, бәзи мәсилиләр инчикә болғанлиқи үчүн тәпсилий тәкшүрүш вә тәқиқләшни тәләп қилидикән.

Бәзи учурлардин мәлум болушчә, гумандар бабур мәхсутниң ишпийонлуқ һәрикити ялғуз шиветсийидики уйғурларниң материялини хитай консулиға йәткүзүш билән чәкләнмәстин йәнә , дуня уйғур қурултийиға мунасивәтлик учурларниму йәткүзүшкә четилидикән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.