Түркийиниң әнқәрә вә қәйсәри шәһәрлиридә барин инқилабиниң 21-йиллиқи хатириләнди

Әнқәрәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштурушида барин инқилабиниң 21-йиллиқи мунасивити билән шеһитләрни хатириләш йиғини чақирилди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.04.04
barin-inqilabi-xatire-yighinni-305.jpg Түркийиниң әнқәрә вә қәйсәри шәһәрлиридә барин инқилабиниң 21-йиллиқи хатириләнди. 2011-Йили 3-апрел.
RFA/Erkin Tarim

2011-Йили 4-айниң 3-күни түркийә вақти 14:00 дә ечилған бу йиғин шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң әнқәрәдики шөбә мәркизидә өткүзүлгән болуп, йиғинға әнқәрәдә яшаватқан уйғурлар вә түркләрдин болуп көп санда киши иштирак қилди.

Мурасимниң асаси мәқсити, барин инқилабида шеһит болғанларни хатириләш вә барин инқилабидин дәрс елиш, барин инқилаби һәққидә җәмийәттә тарқалған хата пикирләргә рәддийә бериштин ибарәт икән. Мурасим башлиништин илгири қурани кәрим оқуп барин инқилабида шеһит болған қәһриманларниң роһиға атап дуа қилинди.

Йиғинға шәрқий түркистан мәдәнийәттә вә һәмкарлиқ җәмийитиниң әнқәрә шөбә башлиқи һайруллаһ әфәндигил әпәнди риясәтчилик қилди вә ечилиш нутқи сөзлиди. Йиғинда адвокат һақан ишқ, шаһин әпәндиләр барин инқилаби вә барин инқилабида шеһит болған қәһриманлар һәққидә сөз қилди.

Кейин адвокат хақан ишқ сөз қилди.У сөзидә 5 -июл үрүмчи вәқәсиниң барин инқилабидин елинған роһи илһамниң нәтиҗисидә зулумға қарши мәйданға чиққан қаршилиқ көрситиш һәрикити икәнликини илгири сүрди. Йиғин әһли йиғинға қатнишиватқан уйғурлардин шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити барин инқилаби һәққидә соал сориди. Йиғин 2 саәткә йеқин давамлашти.

2011-Йили 4-айниң 4‏-күни түркийиниң қәйсири шәһиридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәттә вә һәмкарлиқ җәмийити барин вәқәсиниң 21-йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилди вә тәшкилат мәркизидә мурасим өткүзүп барин инқилабиниң 21-йиллиқи хатирилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.