Барин роһи 22 яшқа толди
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.04.05
2012.04.05
Хитай һөкүмитиниң барин вә әтраптики йезиларда елип барған миллий бөлгүнчиликкә қарши сиясий өгиниш, мәзкур қозғилаң вә қозғилаңчиларни қарилаш, тәнқидләш һәрикәтлири һәмдә һазирғичә давам қиливатқан қаттиқ бастуруш һәрикәтлири гәрчә баринлиқларни, өз йезисида хитай һакимийитигә қарши йүз бәргән бу қозғилаң вә бастуруш һәққидә сөз ачмаслиққа мәҗбур қилған болсиму, әмма чәт яқидики бу кичик йезида йүз бәргән бу пәвқуладдә вәқә вә шу дәвр уларниң чәккән риязәтлири баринлиқларниң ядидин һеч чиқмайду. Барин инқилабчилири, шеһитлири һелиһәм уйғурлар тәрипидин күчлүк пәхир вә чоңқур еһтирам туйғулири билән әслинип кәлмәктә. Нөвәттә барин деһқанлар инқилабиниң 22 йиллиқ хатириси мунасивити билән мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиған программиниң давамини диққитиңларға сунимиз.
Хитай һөкүмитиниң барин инқилаби һәққидә тарқатқан доклатлири, вә барин вәқәси шаһитлириниң ашкариланған мәлуматлирида охшашла барин инқилабиниң баш қомандани зәйдин йүсүпниң барин йезилиқ һөкүмәткә хитаб қилип “....Һәр қандақ һөкүмәт адәм өлтүргәнләрни атиду, йезимизда 250 аялниң балиси чүшүрүветилди, бундақ қилиш қатиллиқ һесабланмамду ? немә үчүн етилмайду?... Ичкиридин үрүмчигә һәр 15 минутта бир пойиз келип туридикән, кәлгәнләрниң һәммиси хитай, биз уйғурларға пиланлиқ туғутни йолға қоюңлар дегәндин көрә хитайларни кәлтүрмисә болмамду...? биз күрәш қилип хитайларни шәрқий түркистандин қоғлап чиқиришимиз керәк.... Пиланлиқ туғут әмәлдин қалдурулсун, шәрқий түркистанға хитай көчүрүш тохтитилсун, хәлқимиз үстидики селиқ мәҗбурийәт йәңгиллитилсун. Хитай милләтчилики түгитилсун, езишкә, ютувелишқа, хорлуққа қарши туримиз....” дегәндәк тәләпләрни қойғанлиқи ениқ испатлиқ көрситилгән.
Гәрчә, хитай һөкүмити барин инқилаби һәққидики тәтүр тәшвиқатлирида, шәрқий түркистан ислам партийиси вә аталмиш шәрқий түркистан миллий бөлгүнчи күчлириниң вәтәнни парчилаш, милләтләр иттипақлиқиға бузғунчилиқ қилиштәк көзлигән мәқситигә йетиш үчүн пиланлиқ туғут сияситини дәстәк қилғанлиқини ейтиш арқилиқ, бу қозғилаңниң уйғур деһқанлириниң хитайниң ишхалийити вә зулумлириға қарши наразилиқниң партлиши икәнликини йепишқа урунуп келиватқан болсиму, барин йезисида сақ қалған аяллардин 65 яштин ашқан бир аниниң 22 йил бурун йәни әйни вақитта өз йезисидики деһқанларниң қозғилишиға сәвәб болған әң муһим амилар һәққидә қилған баянлири зәйдин йүсүпниң хитаплириниң деһқанларниң ортақ наразилиқ нидаси икәнликини испатлиди :
Мана аридин 22 йил өткән болсиму, вақит, хитайниң һазирғичә давамлаштуруватқан түрлүк сиясий вә диний, роһий бесимлар, баринлиқлар қәлбидики хатириләрни, хитай һөкүмитиниң сиясәтлиригә болған наразилиқини, уларниң татқан азаб - оқубәтлирини юйивитәлмиди.
Барин йезисидин зияритимизни қобул қилған бу яшанған аниниң әслимисигә қариғанда, барин инқилаби партлиған чағ, у көзи йорушқа азла қалған күнләр болуп, әмма хитайниң пиланлиқ туғут хадимлириниң балисиға вә өзигә зиянкәшлик қелишидин қорқуп, талағиму чиқалмай өйдә юшурунушқа мәҗбур болған чағлар икән, хитайниң ашу қанлиқ бастурушлиридин мөҗизидәк сақ қалған бовиқи мана 22 яшқа толуш алдида икән.
Америкидики уйғур паалийәтчиси мәмәт тохти әпәнди алдинқи қетимлиқ программимизда, барин инқилабиниң 22 йиллиқи мунасивити билән зияритимизни қобул қилип, барин деһқанлар қозғилиңини уйғурларниң йеқинқи замандин буян хитай һөкүмитигә қарши елип барған барлиқ сиясий вә қораллиқ күрәшлири ичидики әң тәшкиллик, системилиқ, тәлтөкүс елип берилған бир қетимлиқ қозғилаң дәп баһа бәргән иди, мәмәт тохти әпәнди бу инқилабниң уйғурларға көрсәткән тәсири һәм кейинкиләрни тәрбийиләштики әһмийитигә сәл қарашқа болмайдиғанлиқини әскәртти.