Д у қ вәкили б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 14 - нөвәтлик йиғиниға қатнашти
Мухбиримиз әкрәм
2010.06.15
2010.06.15
RFA Photo / Eqide
Долқун әйса әпәнди, д у қ ниң йиллардин буян б д т кишилик һоқуқ кеңиши йиғиниға җиддий көңүл бөлүватқанлиқини тилға алди. Д у қ вәкиллири бир қанчә айдин буян бу йиғинниң тәйярлиқ хизмәтлирини әстайидил қанат яйдурған болуп, көплигән дөләтләр вә хәлқаралиқ тәшкилатларниң вәкиллири билән учришишлар өткүзгән.
Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 14 - нөвәтлик йиғини башлинип һазирға қәдәр алтә хәлқаралиқ тәшкилат вә бир қанчә ғәрб әллири уйғурлар мәсилисини оттуриға қойған болуп, хитай һөкүмити буниңдин қаттиқ нарази һәм биарам болған.
Долқун әйса әпәнди 6 - айниң 14 - күни, б д т кишилик һоқуқ кеңиши тәрипидин уюштурулған "өз тәқдирини өзи бәлгиләш принсипи астидики кишилик һоқуқ мәсилиси" намлиқ йиғинда доклат берип өткән. У сөзиниң ахирида, б д т кишилик һоқуқ кеңиши 14 - нөвәтлик йиғининиң, уйғурлар мәсилиси диққәтни тартқан бир йиғин болғанлиқини тәкитлиди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.