Биңтуәндә һазир башқичә бирхил җиддийлик мәвҗут
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.05.19
2008.05.19
Дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришитниң тәһлил қилишичә, сичүәндә апәткә учриған хәлқни қутқузуш паалийити җәрянида, хитай һөкүмити әмәлийәттә өзиниң сичуәндики ядро қораллирини қутқузушни асасий орунға қойди.
Уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришитниң баян қилишичә, хитайда мәмликәт буйичә сичүәндә йәр тәврәш апитигә учриған хәлқни қутқузуш буйичә наһайити чоң паалийәт өткүзүлүватқанда, хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң ишләпчиқириш қурулуш биңтуәндә һазир башқичә бирхил җиддийлик мәвҗут.