Ғулҗида бир аилидин бирақла 4 киши қамаққа һөкүм қилинған

2009-Йили “5‏-июл вәқәси” йүз берип бир қанчә күндин кейин, хитай һөкүмити ғулҗа шәһиригә қарашлиқ дадамту йезисида бастуруш елип берип, бир түркүм қиз-оғул уйғур яшлирини қолға алған иди.
Мухбиримиз әркин
2012.09.20
Ghulja-weqesi-lentisi-305 1997 - Йили вәтәндин елип чиқилған, 5 - феврал ғулҗа вәқәси көрситилгән синалғу лентисиниң сүрити.
RFA Photo / Erkin Tarim

Шу қетимқи қолға елиш һәрикитидә бәзи аилиләрдин 3-4 киши тутқун қилинған вә қамақ җазасиға һөкүм қилинған.

Биз әйни чағда қолға елинғанлар һәққидә хәвәр берип, бәзи аилиләрни зиярәт қилған идуқ. Мәзкур йезидики турған‏ ака- руқийә һәдиниң ташполат, әхтәм исимлик икки оғли, бир қизи вә келини болуп җәмий 4 пәрзәнти шу қетим қолға елинип, һәрхил қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Улар һазир үрүмчи, санҗи қатарлиқ җайлардики түрмиләрдә җаза муддитини өтимәктә икән.

Бу мунасивәт билән биз турған акини зиярәт қилдуқ вә пәрзәнтлириниң һазирқи әһвали һәққидә сөһбәт елип бардуқ. Сөһбәт арисида турған ака өзиниң чарисиз қалғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.