Германийидики уйғурлар рамзан ейида бирлик, инақлиқ үчүн хизмәт қилди

8-Айниң 4-күни явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати мюнхендики уйғур җамаитигә чоң иптар бәрди. Иптарға әр-аяллардин болуп 100 дин артуқ киши қатнашти. Тәшкилат рәиси абдуҗелил қариһаҗим башта сөз қилип, бирлик-иттипақлиқниң давам қилишиға тиләкдашлиқ билдүрди. Д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәндиму җамаәтни мубарәк рамзан билән қутлуқлиди.
Бу хилдики иптар паалийити рамзан башланғандин бери мюнхен районидики уйғур җамаити арисида давам қиливатқан болуп, германийә уйғурлириниң мөтивәрлиридин әнвәрҗан әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу йилқи иптар паалийити тоғрисида тохтилип өтти. У сөзидә, германийидики уйғурларниң миллий бирлик роһидин көп мәмнунлуқини билдүрди. Германийә уйғур аяллар комитетиниң рәиси гүлнар ханим зияритимизни қобул қилғанда, бу йилқи рамзанлиқ паалийәтләрниң ялғуз роза пәрзини ада қилишла әмәс, бәлки йәнә мол мәзмунға игә сиясий паалийәт болғанлиқини тилға алди. Мюнхендики уйғур диний затлиридин һебибуллаһ қаримму бу йилқи рамзан паалийити тоғрисида өз тәсиратлирини билдүрди. У сөзидә, хитай зулуми астидики уйғур хәлқиниң патрақ һөрлүккә еришип, диний мәҗбурийәтлирини өзлиридәк әркин-азадә өтийәләйдиған бир заманниң келишини алладин тиләйдиғанлиқини билдүрди.