Алматада чоқан вәлиханоф туғулғанлиқиниң 175 йиллиқи хатириләнди
Мухбиримиз ойған
2010.07.01
2010.07.01
Чоқан вәлиханоф 19 - әсирниң 50 - йиллирида йәттә су вадиси вә уйғур елиниң или һәм қәшқәрийә районлирида тәкшүрүш елип берип, мол материялларни топлиған.
Чоқан вәлиханоф қәшқәрдә турған алтә ай җәрянида уйғур тилини пишшиқ игиләпла қалмастин, бәлки қәшқәрийиниң тарихи, иҗтимаий - сиясий вәзийити, уйғурларниң турмуш - өрп адәтлири шуниңдәк мәнчиң сулалисиниң контрол қилиш чарә - тәдбирлири һәққидә қиммәтлик учур топлап, мәхсус китаб вә мақалиләрни йезип, русийиниң санктпетербург шәһиридә нәшр қилдурған иди.
Чоқан вәлиханофниң тәтқиқатлири вә топлиған материяллири униң дәврдашлири вә кейинкиләрниң уйғуршунаслиқ шуниңдәк оттура асия тәтқиқатлириға бәлгилик тәсир көрсәткән иди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.