Бейҗиңдики б д т ишханисиға дәрд ейтиш үчүн барған уйғур әрздарлар сақчиларниң зораванлиқиға учриди

Йиллардин бери бейҗиңда әрз ишлири билән мәшғул болуватқан, әмма һечқандақ нәтиҗигә еришәлмигән уйғур әрздарлардин 8 нәпири, түнүгүн бейҗиңдики б д т ишханиға берип, хитай дөлити үстидин шикайәт қилмақчи болған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.01.12
Uyghur-erzdar-Tursun-Ghopur-Beijing-kowruk-astida-305 Сүрәт, 2010 - йили 18 - авғуст, уйғур әрздар турсун ғопур бейҗиңдики мәлум көврүк астида бошүн тори мухбириниң зийаритини қобул қиливатқандики көрүнүши.
www.peacehall.com Дин елинди.

Улар б д т хизмәт бинасиниң дәрвазисиға 2 метирчә йеқинлашқанда, әтраптин йопурулуп кәлгән 50дин артуқ сақчиниң қоршавида қалған вә еғир шәкилдики зораванлиқиға учриған. Хитай сақчилар уйғур әрздарларни б д т дәрвазисидин мәҗбурий һәйдивәтмәкчи болғанда, әрздарлар қаршилиқ көрсәткән. Нәтиҗидә, сақчиларниң зораванлиқида бир нәпәр уйғур әрздар яридар болған.

Бейҗиңдики бир түркүм уйғур әрздарлар ахири хитайниң дөләт органлири вә қанун-низамлиридин үмидини үзгән. Нәтиҗидә, улар б д т ға берип, өзлириниң әрз‏-шикайәтлирини б д т ға йәткүзмәкчи болған. Бирақ б д т бинаси алдидики хитай сақчилири уларниң б д т хадимлири билән көрүшүшигә йол қоймиған. Зияритимизни қобул қилған 3 нәпәр әрздар өзлириниң немә үчүн б д т ға беришқа мәҗбур болғанлиқи, б д т хадимлириға немиләрни йәткүзмәкчи икәнлики вә б д т бинасиниң алдиға кәлгәндә хитай сақчиларниң уларға қандақ зораванлиқ қилғанлиқи һәққидә мәлумат бәрди.

Бу мәлуматларни төвәндики улиништин аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.