Д у қ ниң 3 - нөвәтлик қурултийи рәсмий музакирә басқучиға кирди

RFA Photo
Шу көни вәкилләр хитайниң вашингтондики әлчиханиси алдида намайиш қилип, күч көрсәткәндин кейин, қурултайниң ечилиш мурасими ечилған америка дөләт мәҗлис бинасидики йиғин залиға қайтип келип йиғинни давамлаштурған.
Бүгүн, йәни 2009 - йили 22 - май, һәр қайси әлләрдин кәлгән вәкилләр вирҗинийә штатиниң хериндон наһийисидики бир меһманханида топлинип, вәкилләрниң тәклип пикирини музакирә қилишқа башлиди.
Бу қетимқи қурултай дуня уйғур қурултийи тарихидики әң муһим йиғинларниң бири болуп, америкида чақирилған тунҗи зор көләмлик йиғилишларниң биридур. Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, пәйшәнбә күни қурултайниң америка дөләт мәҗлис бинасидики ечилиш мурасимида мухбиримизға, бу қетимқи қурултайда "шәрқий түркистан давасиниң келәчикигә мунасивәтлик нигизлик мәсилиләрниң музакиригә қоюлидиғанлиқи вә вәкилләрниң пикири елинидиғанлиқи," ни билдүрди.

Д у қ вәкиллири 2009 - йили 21 - май чүштин кейин, вашингтондики хитай баш әлчиханиси алдида намайиш өткүзди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.