Уйғур аяллирини тәрбийиләш курси ғәлбилик ахирлашти
Истансимиз икки күндин буян мәзкүр курс һәққидә бу курсқа бивастә йетәкчилик қиливатқан, шәрқий түркистан уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим башлиқ, курсниң мувәппәқийәтлик өткүзүлишигә күч сәрп қиливатқан дуня уйғур қурултийиниң мәсуллири һәмдә курсқа қатнашқан аяллар вәкиллирини зиярәт қилип, бу һәқтә радио аңлиғучиларға толуқ мәлуматлар аңлатти.
Бүгүн рабийә қадир ханим, курсниң ғәлибилик ахирлашқанлиқи мунасивити билән тәкрар зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи курсниң нәтиҗилирини шәрһилиди вә 13 дөләттин келип курсқа қатнашқан уйғур ханим - қизлириниң уйғур даваси үчүн бир кишилик һәссә қошишиға үмид бағлиғанлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әқидәниң рабийә ханим билән бу һәқтә өткүзгән сөһбитини аңлиғайсиләр.