Голландийидики уйғурлар д у қ вәкиллирини қизғин күтүвалди

Дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә комитети йиғини мунасивити билән голландийигә қәдәм тәшрип қилған д у қ рәиси рабийә қадир ханим башлиқ вәкилләр роттердамдики бир залда уйғур, түрк, татар вә йәрликләрдин болуп 200 гә йеқин иштиракчилар тәрипидин қизғин күтүвелинди.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2012.09.23
duq-ijraiye-gollandiyede-305.jpg Д у қ иҗраийә комитети йиғини мунасивити билән рабийә қадир ханим башлиқ вәкилләр голландийигә барди. 2012-Йили 21-сентәбир, роттердам.
RFA/Pidaiy

Шу йәр вақти чүштин кейин саәт 6 дә башланған күтүвелиш мурасиминиң башлиниш нутқидин кейин “адаләт өлмәйду” намлиқ қисқа филим көрситилип, шәрқий түркистанниң йеқинқи йерим әсирлик тарихида болуп өтүлгән муһим вәқә-һадисиләр әсләп өтүлди. Арқидинла дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғур мустәқиллиқ һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадир ханим нутуқ сөзләп, бу қетимлиқ голландийә сәпириниң сәвәб-мәқсәтлири һәққидә изаһат берип, уйғурларға ярдәм берип келиватқан барлиқ саһә әһлигә миннәтдарлиқини билдүрди һәм уйғурларни пидакарлиққа, иттипақлиққа чақирди. Униңға мас һалда түрк топлиминиң алдинқи сәплиридә кетиватқан диний, сиясий саһәләрниң вәкиллик мәшһурлириму уйғур дәваси үчүн алий тиләклири вә саламлирини йоллап нутуқ сөзлиди.

Д у қ иҗраийә комитети йиғиниға уйғур, түрк, татар вә йәрликләрдин болуп 200 гә йеқин иштиракчилар қатнашти. 2012-Йили 21-сентәбир, голландийә.
Д у қ иҗраийә комитети йиғиниға уйғур, түрк, татар вә йәрликләрдин болуп 200 гә йеқин иштиракчилар қатнашти. 2012-Йили 21-сентәбир, голландийә.
RFA/Pidaiy

Голландийидики ханим-қизларниң өйлиридә тәйярлап әкәлгән түрлүк таамлири, печинә-пирәниклири һәм уйғур полуси уйғурларниң йемәк-ичмәк мәдәнийитини намаян қилған болса, программа ахирида голландийидә яшаватқан иқтидарлиқ сәнәткарларниң иҗрасида түрлүк нахшилар оқулуп, уйғур сәнити намаян қилинди. Ахирида уйғурлар д у қ вәкиллири билән хатирә рәсимләргә чүшүп вә муңдишип хошлашти.

3 Саәттин артуқ давам қилған бу мурасим паалийитигә америка, түркийә, белгийә, германийә, қазақистан қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән вәкилләр вә меһманлар қатнашти. Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң кеңәйтилгән йиғини 22-сентәбирдин 25-сентәбиргичә давам қилиду.

Рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип, бу қетимлиқ йеғинниң голландийидә ечилишидики сәвәб-мәқсәтлири һәққидә тәпсилий тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.