Қазақистандики зиялийлар уйғур даваси мәсилилирини муһакимә қилмақта
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2011.03.31
2011.03.31

RFA
Бу нәтиҗиләр һәр қайси дөләтләрдә яшаватқан уйғур җамаәтчиликиниң диққитигә сазавәр болмақтикән. Уйғур миллий һәрикитиниң мустәқиллиқ вә кишилик һоқуқ үчүн болған күришиниң қайси йолда вә қандақ мәзмунда давам қилидиғанлиқи һәққидә уйғурлар арисида һәр хил пикир-қарашлар шәкилләнгән.
Мана шу мәзмундики бәзи мәсилиләрни ениқлаш мәқситидә, биз дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрди вә дуня уйғур қурултийи мәслиһәтчиси, пешқәдәм журналист риза сәмәди әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.