Д у қ яврупа бирликидин җаваб хәт тапшуруп алди
Мухбиримиз әкрәм
2009.09.14
2009.09.14

RFA Photo / Ekrem
Мәзкур хәт мунасивити билән зияритимизни қобул қилған д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди, яврупа комисиюниниң бу хетидә өз ичигә алған мәзмунлар һәққидә мәлумат бәрди.
У йәнә, 9 - айниң 3 - күни рабийә қадир ханим башчилиқидики д у қ вәкиллириниң яврупа парламентида елип барған зияритиниң уйғурлар мәсилисини рәсмий рәвиштә яврупа бирликиниң күнтәртипигә елип чиққанлиқини изаһлап өтти.
Долқун әйса әпәнди йәнә, рабийә ханимниң чех җумһурийити вә варшавадики зиярәтлириниң яврупа бирликидә қолға кәлтүргән нәтиҗисиниң давами икәнликини әскәртти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.