Д у қ рәһбәрлири яврупа парламентида паалийәт елип бармақта

Хитай һөкүмитиниң 5 - июл вәқәси мунасивити билән қолға алған уйғурлар үстидин арқа - арқидин өлүм җазалири елан қилиши, вәтән ичи вә сиртидики уйғурларни қаттиқ ғәзәпләндүрмәктә.
Мухбиримиз әкрәм
2009.11.11
Rabiye-xanim-yawropa-Libo-Roucek-ependi-305.jpg Сүрәттә, рабийә ханим вә д у қ рәһбәрлири йаврупа парламентиниң муваин рәси либор роуҗәк билән биргә.
RFA Photo / Ekrem

Чәтәлләрдики уйғур сиясий тәшкилатлириниң вәкиллик оргини болған д у қ бу вәқәгә қарита җиддий инкаслар билдүрүп, хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан өлүм җазалирини дәрһал тохтитиш тоғрисида хәлқарада бир қисим дипломатик паалийәтләрни қанат яйдурмақта.

9 - Ноябир күни белгийә пайтәхти берюсселға берип, яврупа парламентида наразилиқ паалийәтлирини қанат яйдуруватқан д у қ рәһбәрлиридин долқун әйса әпәнди зияритимизни қобул қилип, алди билән ғәрб демократик дөләтлири, җүмлидин яврупа парламентиниң хитайдики өлүм җазалириға сүкүт қилишиниң хитайниң қанлиқ қирғинчилиқиға шерик болған билән баравәр икәнликини, бу мәсилини дуня җамаәтчиликигә йәниму очуқ аңлитиш үчүн д у қ ниң бир қатар тәшвиқат паалийәтлири билән шуғулланғанлиқини тилға алди.

Долқун әйса әпәнди, бу йил 9 - айда рабийә ханим башлиқ д у қ рәһбәрлири яврупа парламентини зиярәт қилғанда, яврупа парламенти рәһбәрлириниң хитайниң қанлиқ қирғинчилиқиға қарита чоқум инкас билдүридиғанлиқиға вәдә бәргән болсиму, бу вәдиниң әмәлгә ашмиғанлиқини, шу сәвәбтин бу қетим яврупа парламентини қайтидин зиярәт қилип, яврупа парламентиниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири билән учришиш өткүзгәнликини әскәртти.

Долқун әйса әпәнди, бу қетимқи зиярити җәрянида яврупа парламентиниң муавин рәиси әдвард мк.Милиан әпәнди қатарлиқлар билән көрүшүп, яврупа парламентини дәрһал бир қарар қобул қилдуруп, шәрқий түркистанда давам қиливатқан қанлиқ қирғинчилиққа хатимә бәргүзүш үчүн теришчанлиқ көрситиватқанлиқини билдүрди.

Долқун әйса әпәнди, яврупа парламентиниң муавин рәиси әдвард әпәндиниң иҗабий позитсийә билдүргәнликини вә қисқа муддәт ичидә яврупа парламентиниң чоқум бир қарар қобул қилиши үчүн күч чиқиридиғанлиқини тилға алғанлиқини әскәртти.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.