Акисиниң орниға гөрүгә тутулған әнвәр исраилниң ханими билән сөһбәт

Бултур, 9 ‏- айниң 18 ‏- күни қорғас наһийисидә шөһрәт турсун исимлик яш, түрмидә сақчилар тәрипидин уруп өлтүрүветилгән. Вәқә йүз бәргәндин кейин даириләр қатилни җавабкарлиққа тартиш тоғрисида һечқандақ тәкшүрүш елип бармиған. Әксичә, хитай һөкүмити вәқәни дуняға "ашкарилиғучи" дәп қаралған баш гумандар әршидин исраилни һазирғичә издимәктә.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.06.09
Uyghur-tutqun-qilish-305 Уйғур елидә, хитай һакимийитиниң уйғур тутқунлар үстидин сот қиливатқан көрүнүшлиридин бири.
RFA File

Сақчилар әршидин исраилниң дерикини алалмиғандин кейин, униң орниға иниси әнвәр исраилни тутқун қилған. Һазир у, қорғас наһийиси қошериқ қамақханисида гөрүдә тутулмақта.

Әгәр хитай даирилириниң гумани тоғра болса, бу аилигә кәлгән юқириқи аваричилиқ пәқәтла бир сәвәп түпәйли келип чиққан болиду. У болсиму, әнвәр исраилниң акиси әршидин исраилниң көзи көргән бир һәқсизлиқни, дуняға ашкарилиши.

Уйғур тәшкилатлириниң доклатлиридин мәлум болушичә, әршидин исраил 1999 ‏- йили бөлгүнчилик билән әйиблинип 6 йиллиқ кесилгән вә муддити тошқандин кейин қоюветилгән. Әршидин исраил 2 ‏- қетим хәтәргә тәвәккул қилған.

Уйғур тәшкилатлириму әршидин исраилниң нөвәттики әһвалидин хәвәрсиз икәнликини билдүрмәктә.
 
Юқиридики аваз улинишидин, гөрүгә тутулған әнвәр исраилниң ханими асийә қурбанова билән елип барған сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.