Әркинлик лоңқисини талишиш путбол мусабиқисиниң келәр нөвәтлики германийидә өткүзүлмәкчи
2011.08.18

Өткән айниң 27-сидин 31-гичә голландийиниң дәнһах шәһиридә өткүзүлгән, һиҗрәттики уйғур яшлириниң тунҗи нөвәтлик әркинлик лоңқисини талишиш путбол мусабиқиси ғәлибилик тамамлинип уйғурларни чәксиз һаяҗан һәм үмидләргә толдурған иди. Мәзкур путбол мусабиқисигә нәқ мәйдандин вә радиомиз арқилиқ көз тикип турған барлиқ уйғурлар нөвәттә йәнә әркинлик лоңқисиниң кәлгүси пиланлириға қизиқмақта.
Уйғур яшлириниң тунҗи нөвәтлик әркинлик лоңқисини талишиш мусабиқиси ғәлибилик тамамлинип уйғурларни һаяҗанға салған иди.Рабийә қадир ханим мәзкур мусабиқиниң башлиниши мунасивити билән истансимиз зияритини қобул қилғанда “путболчи әзимәтлирим билән биллә болалмиған болсамму, мениң қәлбим, мениң тиләк-үмидлирим улар билән биргә, путболчи балилиримниң урған һәр бир топи хитайға берилгән бир зәрбә болса, хәлқимгә илһам бәхш етиду!” дегән иди, тунҗи нөвәтлик әркинлик лоңқисини талишиш путбол мусабиқисиниң һиҗрәттә яшаватқан уйғурларға нисбәтән қанчилик зор әһмийәт вә мәналарға игә икәнликини мана бу баянлар арқилиқ хуласә қилишқа болиду.
Уйғурлар тарихидики тунҗи нөвәтлик хәлқаралиқ путбол мусабиқиси болған әркинлик лоңқиси, һиҗрәттики уйғурларниң иҗтимаий, сиясий вә мәдәний һаятида шундақла уйғур путболчилиқ тарихида йеңи бир сәһипә ачти. Чәтәлләрдики уйғурлар, болупму уйғур яшлириниң мәзкур мусабиқидин кейинки һаяҗини техи бесилмиди. Улар нөвәттә өзигә мәниви озуқ һәм илһамлар беғишлиған әркинлик лоңқиси талишиш путбол мусабиқисиниң кейинки нөвәтликиниң қәйәрдә қачан өткүзүлидиғанлиқини билишкә алдиримақта.
Әркинлик лоңқиси путбол мусабиқисиниң кейинки пиланлири һәққидә учурларға игә болуш үчүн алди билән биз тунҗи нөвәтлик әркинлик лоңқисиниң мәйданға келишидә зор күч чиқарған башқурғучилардин, дуня уйғур қурултийи яшлар комитети рәиси ғәюр әпәндини зиярәт қилдуқ, у әркинлик лоңқисини үзүлдүрмәй давамлаштурушниң дуня уйғур қурултийи вә пүтүн уйғурларниң арзуси икәнликини билдүрди вә кейинки нөвәтлик әркинлик лоңқисини талишиш путбол мусабиқә паалийәтлириниң германийиниң мюнхен шәһиридә өткүзүлүши пиланланғанлиқи һәққидә учур бәрди.
Тунҗи нөвәтлик әркинлик лоңқисини талишиш путбол мусабиқисидә саһибхана команда болған голландийә уйғур яшлири командисиниң тернири елшат әпәнди вә голландийә яшлар партийисидин абдусалам әпәндиләр тунҗи нөвәтлик әркинлик лоңқисини талишиш путбол мусабиқисидин һес қилғанлирини баян қилишти.
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сәмәт әпәнди, чәтәлдики уйғур яшлириниң тунҗи нөвәтлик әркинлик лоңқисини талишиш путбол мусабиқисиниң әһмийитигә юқири баһа бәрди вә бу мусабиқиниң чәтәлләрдики уйғур давасиға қандақ йеңилиқлар елип кәлгәнлики һәққидә тохталди.