Үрүмчи полат завути 25 йиллиқ ишчи айгүзәлни давалашниң орниға униңға зиянкәшлик қилған

Үрүмчи полат завутиниң ишчиси айгүзәл завутниң юқири һарарәтлик сехида узун муддәт ишлигәнлики үчүн, саламәтлик әһвалида уштумтут өзгириш пәйда болуп, өйидә бирқанчә күн һошсизлинип йетип қалған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.10.18
Goher-memet-Uyghur-erzdar-305 Сүрәттә, шаирә гөһәр мәмәт.
RFA Photo / Shohret Hoshur

Завут рәһбәрлики уни пенсийигә чиқиш нийити бар дәп қарап, униң ағриқлиқиға ишәнмигән. Айгүзәлниң йолдиши, униң хизмәт сәвәбидин ағриғанлиқини сәвәб көрситип, давалаштин өзини қачурған. Ахири қошнилириниң ярдими билән җиддий қутқузушқа апирилған айгүзәл, завут рәһбәрлики тәрипидин 4-дохтурханиға, йәни нерва кесәлликләр дохтурханисиға йөткиветилгән. 4‏-Дохтурханида даваланған болуш униң һаятиға йәнә бир қатар еғир хапичилиқларни елип кәлгән.

Хизмәт сәвәбидин ағриған вә яридар болғанларни давалаш, хитайдики завут-карханиларда бүгүн омумйүзлүк йолға қоюлуватқан бир түзүм.
Әмма, инкаслардин мәлум болушичә, нөвәт полат завутниң ишчиси айгүзәлгә кәлгәндә бу түзүм карға кәлмигән. Завут 25 йиллиқ ишчиси айгүзәлниң саламәтлик әһвали билән чатиқи болмиған; униң ағриқиниң хизмәт сәвәбидин келип чиққанлиқидәк бир реаллиққа көз юмувалған.

Айгүзәл полат завутидики бир сехта 25 йил ишлигән. Сехтики юқири һарарәт униң саламәтликигә тәсир көрситип, кейинки йилларда баш қейиш вә һошсизлиниш ағриқиға дучар болған. Завут униң саламәтлик әһвали билән чатиқи болмиған вә давалиниш ишиға игә болмиған. Нәтиҗидә айгүзәл мунасивәтлик органларға әрз сунған. У һәқсизлиққа қарши турғанлиқи үчүн, завут тәрипидин нерва кесәлликләргә дохтурханисиға апирип қоюлған. Бу әһвални айгүзәлниң дости гөһәр мәмәт бизгә инкас қилған.

Завуттики бәзи ишчиларниң инкас қилишичә, бу хил давалиниш һәққигә еришәлмәслик, төвән мааш билән еғир вә паскина ишларға селиниш асасән завуттики уйғур ишчилар дуч келиватқан мәсилиләрдур. Шуңа муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләр, айгүзәл дуч кәлгән мәсилини, миллий һоқуқ, кишилик һоқуқ вә ишчилар һоқуқи мәсилиси дәп қарашмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.