Бейҗиңдики сиясй қанун комитети алдида әрзини давамлаштуруватқан уйғур әрздарлар сақчиларниң тәһдитигә учриди

Бейҗиңда сиясий қанун комитети алдида наразилиқ билдүрүватқан уйғур әрздарлар бейҗиң сақчилириниң һәм уларни елип кетиш үчүн йәрликтин әвәтилгән кадир сақчиларниң тәһдитигә учриған. Радиомиз зияритини қобул қилған уйғур әрздарлар уларни елип кетиш үчүн кәлгән кадир сақчилар билән давамлиқ тиркишиватқанлиқини билдүргән болса, уларға һәмдәм болуватқан хитай әрздарлар уйғур әрздарлар учраватқан наһәқчиликләрниң хитайларға қариғандиму еғир икәнликини баян қилди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.06.20
Beyningdiki-erzdarlar-305.jpg Хитай коммунист хәлқ қурултийи йепилиш мәзгилидә, әрздарлар сот мәһкимиси алдида. 2011-Йили 19-өктәбир, бейҗиң.
www.boxun.com


Бейҗиңдики сиясий қанун комитети алдида наразилиқ билдүрүватқанлиқиға үч кечә - күндүз болғанлиқини билдүргән уйғур әрздарлар, 20 - июн даириләрниң пуқрачә кийингән сақчилар, қораллиқ сақчилар һәм уйғур әрздарларни елип кетиш үчүн йәрликтин әвәтилгән сақчи - кадирлар болуп 100 гә йеқин адәмни әвәтип, уйғур әрздарларни сиясий қанун комитети алдидин елип кетишкә урунғанлиқини билдүрди.

Хитайлар тәрипидин уруп өлтүрүлгән оғлиниң хун давасини қилип бейҗиңға кәлгән әрздар ғази акиниң билдүрүшичә, 20 - июн күни әтигән бейҗиң вақти саәт онларда даириләр пуқрачә кийингән сақчилар һәм қораллиқ сақчиларни әвәтип, уйғур әрздарларни сиясий қанун комитети алдидин кетишкә зорлиған. Пуқрачә кийингән хитай сақчилири һәтта наразилиқ билдүргән уйғур әрздарлирини уруп уларни сақчи аптомобиллириға қачилап елип кетишкә урунған.

Хитай ширкитигә мәҗбурий сетип берилгән өйи һәм терилғу йериниң давасини қилип, қәшқәрдин кәлгән аминә ханимниң билдүрүшичә, уни қәшқәргә елип кетиш үчүн сиясий қанун комитети алдиға йетип кәлгән уйғур кадирлар һәм сақчилар аминә ханимға алдаш, попоза қилиш, тәһдит селиш һәтта бейҗиңдики хитай сақчилириға урғузуш қатарлиқ васитиләрниң һәммисини қолланған.

Әрздарларниң билдүрүшичә, сиясий қанун комитети алдидики уйғур әрздарлар телефон зияритимизни қобул қиливатқан чеғида, уларни тарқитиветиш үчүн әвәтилгән қораллиқ сақчилар мәйдандин кәткән. Әмма пуқрачә кийингән сақчилар һәм йәрликтин әвәтилгән сақчи - кадирлар болуп йәнә 30 дин артуқ киши нәқ мәйданда бар болуп, уйғур әрздарлири сепигә бейҗиңдики бир қисим хитай әрздарлириму қошулған. Әтрапта йиғилған 100дин артуқ бейҗиң пуқралири уйғур әрздарлириға мәдәт бәргини үчүн, сиясий қанун комитети алдида уйғурларни елип кетиш үчүн кәлгән кадир сақчилар әрздарлардин 10 метир арилиқ ташлап уларни көзитип турған һаләт шәкилләнгән.

Әтигәндин буян сиясий қанун комитети алдида, уйғур әрздарларни елип кетиш үчүн кәлгән хитай сақчилири оттурисида йүз бәргән талаш тартишни көргән ли фамилилик әрздар аял зияритимизни қобул қилди.

Ли ханим мундақ деди: мән қизимниң хун даваси үчүн җеҗияңдин кәлгән бир мейип әрздар. Техи икки саәт илгири бу йәрдә қораллиқ сақчи, пуқрачә кийингән сақчилар болуп 100 дин артуқ адәм һәм нәччә онлиған сақчи аптомобиллири бар иди. Мәйданға әвәтилгән пуқрачә сақчиларниң күп - күндүздә яшанған бовай, вә аялларға зорлуқ васитилирини қоллиниши әтраптики амминиң ғәзипини қозғиди. Һазир уйғур әрздарлирини тарқитиветиш үчүн кәлгән қораллиқ сақчилар мәйдандин кәтти. Мән өз көзүм билән пуқрачә кийингән аял сақчиниң аминә исимлик шинҗаңлиқ аялни урғанлиқини көрдүм. Сақчиларниң бу қилмишиға һәммимиз нарази болдуқ, һәтта мәнму чақлиқ орундуқум билән бу җедәлгә арилишишқа мәҗбур болдум.

Бейҗиңда әрзини давамлаштуруватқан анаргүл вә аминә ханим қатарлиқ уйғур әрздарлар бундин икки һәптә илгириму, радиомиз зияритини қобул қилип, өзлириниң сиясий қанун комитетиға әрз үчүн кәлгинидә бейҗиңдики сақчилар тәрипидин таяқ йегәнликини билдүргән иди.

Зияритимизни қобул қилған уйғур әрздарлар бу әһвалларни мухбирларға ашкарилаштики сәвәб һәққидә тохтилип, өзлириниң бейҗиңда учраватқан наһәқчиликлири һәм әрзини уларниң әтрапиға йиғилған пуқралар һәм мухбирларға аңлитиш йоли арқилиқла мәлум нәтиҗигә еришишкә үмиди барлиқини билдүрди.

Һөрмәтлик радио аңлиғучи достлар, бейҗиңдики уйғур әрздарлири түрлүк қийинчилиқ вә тәһдитләр ичидә әрзини давамлаштурмақта. Уларниң бундин кейинки әһвали қандақ болиду? уларни елип кетиш үчүн йәрликтин әвәтилгән кадир сақчилар қандақ инкасларда? программимиз давамида әрздарлар билән йәрликтин әвәтилгән кадирлар оттурисидики шәрт - келишимләр һәм йәрликтин әвәтилгән кадир сақчилар билән радиомиз елип барған сөһбәт хатирисини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.