Франсийиниң париж шәһиридә хитайға қарши намайиш болди
2011.11.03
Намайиш санаәтләшкән вә тәрәққий қиливатқан 20 дөләт рәһбәрлири йиғиниға қатнишиш үчүн франсийиниң кан шәһиригә кәлгән хитай дөләт рәиси ху җинтавға вә хитайниң тибәт һәм уйғурларға елип бериватқан бесим сияситигә наразилиқ билдүрүш үчүн өткүзүлгән. 11-Айниң 2-күни чүштин кейин саәт үчтә елип берилған бу намайишқа тибәтләр, вйетнамлиқлар, шәрқий түркистанлиқ уйғурлар вә франсийә йешиллар партийисиниң парламент әзалиридин болуп 200 әтрапида киши қатнашқан.
Франсуз парламент әзалири намайишта мухбирларға баянат берип тибәт вә уйғурларниң хитайға қарши елип бериватқан күришини қоллап қуввәтләйдиғанлиқини хитайниң бесим сияситини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини ейтқан. Намайишқа қатнашқан надирә ханимниң ейтишичә бу қетимқи намайиш мәйданиға көп санда мухбирларниң келиши кишиләрниң диққәт-етибарини тартқан.
Биз бу паалийәт һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн франсийә уйғур комитетиниң рәиси әкбәр йүсүп әпәнди вә намайишчилар билән телефон сөһбити елип бардуқ.