Франсийидә хитайға қарши 1000 кишилик наразилиқ намайиши өткүзүлди

4 ‏- Ноябир күни, хитай дөләт рәиси ху җинтав франсийигә қаратқан 4 күнлүк зияритини башлиди. Бу мунасивәт билән хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң йетәкчиликидә франсийидә 1000 кишилик наразилиқ намайиши өткүзүлгән болуп, намайиш франсийә уйғур җәмийити, хитай демократлири, тибәт қатарлиқ бир қанчә тәшкилатларниң ортақ иштиракида елип берилған.
Мухбиримиз әқидә
2010.11.04
Uyghurlar-parizda-xu-jintawgha-qarshi-namayishta-1104-2010-305 Сүрәттә, 2010 - йили 4 ‏- нойабир, хитай дөләт рәиси ху җинтавға зийаритигә қарши намайишта уйғурлар.
AFP Photo

Намайишқа франсийидә яшаватқан уйғурлардин башқа, дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса вә дуня уйғур қурултийиниң явропа иттипақида турушлуқ алақә хадими мәмәт тохти әпәндиләр қатнашқандин сирт йәнә, белгийә вә голландийидики уйғурларму қатнашти.
 
Хитай һөкүмитиниң зулумиға наразилиқ билдүрүш үчүн намайишқа қатнашқан франсийидә оқуватқан бир оқуғучи зияритимиздә намайиш һәққидики өз тәсиратини аңлатти.
 
Юқиридики аваз улинишидин, намайиш тоғрисида нәқ мәйдандин игилигән мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.