Гуантанамодики уйғур тутқунлири мәсилисидә испат бериш йиғини чақирилди
Мухбиримиз әқидә
2008.11.25
2008.11.25

www.house.gov
Мәзкүр испат бериш йиғиниға 17 нәпәр уйғур тутқунлириниң 5 нәпәр адвокати қатнашқандин сирт, һөкүмәт әрбаблири, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллири, ахбарат органлири вә бир қисим уйғурлар қатнашқан.
Испат бериш йиғиниға иштирак қилған дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси, америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейитоф әпәнди зияритимизни қобул қилип, испат бериш йиғини һәққидә мәлумат бәрди.
Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әқидәниң бу һәқтә һазирлиған сөһбәт зияритиниң тәпсилатини аңлайсиләр.