Мәтбуатларда меркелниң хитай зиярити вә уйғур, тибәт мәсилиси
2012.08.31

Германийә чәтәл сиясити тор бетидә 28-чесла маркус деггеричниң “берлин бейҗиң билән иллиқ мунасивәттә” намлиқ мақалиси елан қилинған болуп, аптор мақалисини мундақ башлиған:
2005-Йили сайламда ғәлибә қазанған меркел изчил түрдә кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә хитайға бесим ишлитип кәлди вә һәтта 2007-йили тибәтниң роһаний даһийси далай лама әпәнди биләнму учрашти. Хитай рәһбәрлирини 2008-йилидики олимпик ечилиштин бурун изчил һалда кишилик һоқуқ мәсилилиридә әйибләп кәлди. Меркелниң хитайға болған көз қариши өзгирип кәтти. У түнүгүнки меркел. Әмма бүгүнки меркел башқичә меркел болуп, у һазир хитайни чүшинип тонуп йәтти, болупму иқтисади һәмкарлиқта. Шуңа кишилик һоқуқ мәсилилиридә меркел җимҗит болуп кәтти. У һазир классик сиясәтчиләрдәк салмақ, еғир бесиқ болуп кәтти.
Мәркизи әнглийидики истратегийә өгиниш хәлқара институтиниң тор бетидә 8-айниң 28-күни сиясий иқтисад истратегийә факултетиниң директори доктор санҗая бару әпәндиниң “меркел хитайда” намлиқ анализ мақалиси елан қилинди. У мақалисидә һанс кунднани вә җонас парелло пләснәр қатарлиқ явропа ташқи дипломат мунасивәтлири мутәхәссислириниң бирликтә язған “хитай-германийә мунасивити немә үчүн алаһидә мунасивәт вә явропа мәсилиси” дегән мақалиләрдин нәқил кәлтүрүш билән биргә, техи йеқиндила елан қилинған франсийилик истратегийә мутәхәссиси франкоис һәисбоургниң “явропа кризисиниң көләңгиси” намлиқ мақалисидин нәқил елип мундақ дәйду:
Франсийиликләрдә “өлгән ит суда ләйләпту” дегән сөз бар. Әмдиликтә явропаниң иқтисади кризиси суда аста ләйләшкә башлиди. Буни сиясийонлар һәл қилимиз дәйду, әмма һәммиси сайламғичә шундақ дәйду.
Аптор мақалисини давамлаштуруп мундақ дәйду:
Германийә баш министири меркел ханимниң бу қетимқи хитай сәпири бу бир йил ичидики иккинчи қетимлиқ сәпири болуп, сентәбир айлирида явропада йүз бериш еһтималлиқи зор болған иқтисади паҗиәләрниң һарписида елип берилди. Германийә 15 милярд қиммитидики техникиларни хитайға сатти. Бу хилдики сода йилдин-йилға ешип 2011-йилиға кәлгәндә 169 милярдқа йәткән. Һазирқи пиланда 2015-йилиға барғанда 280 милярдқа йәткүзүлмәкчи. Икки дөләт оттурисидики сода мунасивити пәқәт бирла қетим болидиған иш әмәс. Бу икки дөләт бир-биргә еһтияҗлиқ дәйду. Германийидики сиясий партийиләрму меркелниң хитай һөкүмити билән сода-иқтисад, пул муамилә қатарлиқ саһәләрдә сөзлишишини үмид қилиду. Әгәр меркел бу қетимқи хитай сәпиридә ғәлибә қазиналиса, өз дөлитидиму вә явропадиму йүз абруйи көтүрүлиду. Меркелниң йол йүрүши икки путиниң тәңпуңлуқи билән болғандәк, униң бу қетимқи хитай билән сөһбитиму сиясий билән иқтисадтин ибарәт икки тәрәпниң тәңпуңлуқини сақлиған асаста елип берилиду. Германийә дөлитиму вә явропаму униң сәпиридә яратқан иқтисади қиммәткә бәкрәк қизиқиду.
Биз бу мунасивәт билән һазир америкидики мәлум бир университетниң сиясий иқтисад тәтқиқати билән шуғуллиниватқан японийилик профессор доктор нишихара сеҗи әпәнди вә японийә кагошима хәлқара университетиниң оқутқучиси германийилик балму әпәндиләрниң көз қарашлирини елиш үчүн улар билән телефон зиярити елип бардуқ.
Соал: хәйрлик сәһәр нишихара әпәнди, сизгиму мәлум болғинидәк, бүгүндин башлап германийә баш министири меркел ханим хитайда үч күнлүк зиярәттә болиду. Бир қанчә күндин буян мәтбуатларда меркелниң бу қетимқи хитай сәпириниң пәқәтла явропаниң иқтисади кризисини һәл қилиш үчүнла икәнлики, шуңа меркелниң хитайға уйғур, тибәт кишилик һоқуқ мәсилилиридә бесим ишлитишидин үмид йоқ, дәп қараватиду. Сиз буниңға қандақ қарайсиз?
-Һазирчә буниңға бир немә демәк тәс. Лекин мән ишинимәнки, меркел кишилик һоқуқ мәсилисидә чоқум сөзлишиду. У кишилик һоқуқ мәсилисила әмәс, йәнә атом енергийиси мәсилисигиму көңүл бөлүватқан явропа рәһбәрлиридин бири. Шуңа мән униң хитай билән кишилик һоқуқ мәсилисидә сөзлишидиғанлиқиға үмидварлиқ билән қараймән.
Соал: хәйрлик сәһәр балму әпәнди, сизниң дөлитиңизниң баш министири меркел ханим бүгүндин башлап хитайда зиярәттә болиду. Нурғунлиған кишиләр, у бу сәпиридә явропа иқтисади кризисини һәл қилиш үчүн сиясий мәсилиләрни йәни кишилик һоқуқ мәсилилирини унтуп кәтти. Меркел өзгәрди. У уйғур, тибәт мәсилилиридә сөзлишиштин өзини қачуруватиду, дәп қараватиду. Сиз буниңға қандақ қарайсиз?
-Мениңчә, у һәргиз өзгәрмәйду вә мәйданини һәргиз өзгәртмәйду. Меркел хитайдики зияритини башлаштин илгири гритсийә, италийә баш министирлири германийигә арқа-арқидин келип, униң бу қетимқи хитай зияритиниң явропа иқтисади кризисини һәл қилиш үчүн наһайити муһимлиқини, бу қетимқи сәпәрдә башқа сиясий мәсилиләрни қоюп туруп, хитай билән иқтисадий мәсилиләрдә һалқилиқ сөзлишишини тәләп қилған болсиму, меркел уларға: хәйр-хош, аман болуңлар, мән хитай билән немини сөзлишишни өзүм обдан билимән, дәп уларни йолға селип қойди. Меркел қалтис аял, у һәргиз иқтисадқа кишилик һоқуқ мәсилисини йәни пулға инсанларни сетивәтмәйду. Уйғурлар, тибәтләр силәр хатирҗәм болуңлар, меркел чоқум силәр тәрәптә туруп һәқни сөзләйду, мән меркелдин толиму үмидвар.