Германийидә “хитайдики йеңи рәһбәрлик өзгириши вә униң уйғурларға болидиған тәсири” намлиқ хәлқаралиқ муһакимә йиғини өткүзүлди

Мутәхәссисләр “хитайдики йеңи рәһбәрлик өзгириши вә униң уйғурларға болидиған тәсири” намлиқ йиғинда бу қетимқи хитай хәлқ вәкилләр қурултийида йүз беридиған рәһбәрлик өзгириши билән хитайда йеңи бир сиясий өзгиришниң йүз бериши еһтималлиқи һәққидә мулаһизиләр елип барди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2012.10.01
germaniye-yighin-qatnashqanlar-305.jpg Германийидә ечилған “хитайдики йеңи рәһбәрлик өзгириши вә униң уйғурларға болидиған тәсири” намлиқ хәлқаралиқ муһакимә йиғиниға қатнашқучилар. 2012-Йили 1-өктәбир.
RFA/Erkin Tarim

“матәм күни” мунасивити билән явропа шәрқий түркистан бирликиниң саһибханилиқ қилиши, германийә баварийә парламенти сотсиял демократлар партийиси, йешиллар партийисиниң бирликтә тәшкиллиши һәм дуня уйғур қурултийиниң қоллиши билән баварийә парламентида “хитайдики йеңи рәһбәрлик өзгириши вә униң уйғурларға болидиған тәсири” намлиқ хәлқаралиқ муһакимә йиғини өткүзүлди. Германийә баварийә парламентиниң залида өткүзүлгән бу йиғинға дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур тәшкилатлириниң рәһбәрлири, уйғур паалийәтчилири вә уйғур зиялийлири, алимлири билән биргә, хәлқара тәшкилатларниң вәкиллири, парламент әзалири вә уйғур мәсилиси һәққидә тәтқиқат елип бериватқан чәтәллик тәтқиқатчилар тәклип бойичә қатнишип сөз қилди. Йиғиндин кейин дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәнди, д у қ ниң муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, явропа шәрқий түркистан бирликиниң рәиси абдуҗелил әмәт әпәндиләр мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

Бу йиғин һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн бу йиғинни уюштурғучи долқун әйса әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.