Германийидә 5-июл вәқәсиниң икки йиллиқини хатириләш намайиши чоң өткүзүлди
2011.07.05

Мюнхен шәһириниң мәркизи болған шитахус дегән җайға топланған уйғурлар чүштин кейин саәт 16:00 дин 19:00 ғичә онлиған ай-юлтузлуқ көкбайрақ, 5-июл шеһитлириниң сүрәтлири чапланған тахтайлар вә уйғурларниң әркинлик тәләплири йезилған лозункиларни көтүрүп намайиш елип барди. явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати тәрипидин уюштурулған бу намайишқа әрләрдин сирт, көплигән аяллар вә балиларму қатнашти. Йәнә бир қисим германлар, түркләр, тибәтликләрму бу намайишқа иштирак қилди.
Намайиш җәрянида, д у қ вә явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәһбәрлири әтраптики көзәткүчи аммиға 5-июл қанлиқ қирғинчилиқиға аит мәлуматларни германчә тилда йәткүзүп, герман җамаитиниң диққити вә һесдашлиқини қозғиди. Уйғур өсмүрлири тәрипидин кишиләргә тарқитип берилгән тәшвиқат варақчилиридиму 2009-йили 5-июл күни үрүмчидә йүз бәргән қирғинчилиққа аит учурлар орун алған иди. Кишиләрниң һәммидин бәк диққитини тартқан нәрсә, 5-июл вәқәсигә мунасивәтлик сүрәтләр болди.
Нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилған д у қ баш катипи, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати рәиси долқун әйса әпәнди намайиш тоғрисида өз қарашлирини оттуриға қоюп өтти. Бу қетимқи намайишқа қатнашқан уйғур зиялийлиридин өмәрҗан вә абдуҗелил қариһаҗимларму өз тәсиратлирини баян қилди.
Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң рәиси улрих делюн әпәнди хитайниң ялғуз шәрқий түркистан хәлқигә зулум селипла қалмастин, германийидә яшаватқан уйғурларғиму зулум селиватқанлиқини, уйғурларниң тор бәтлиригә һуҗум қилип, телефонлириға бузғунчилиқ қилип туруватқанлиқини, буниңға қарита германийә һөкүмитиниң инкас билдүрүши вә тәдбир қоллиниши зөрүрлүкини ейтти.