Мюнхенда '26 - июн шавгүән вәқәси' вә '5 - июл вәқәси'ниң бир йиллиқи мунасивити билән йиғилиш өткүзүлди

6 - Айниң 27 - күни германийиниң мюнхен шәһиридә яшаватқан уйғурлар яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати һәм мюнхен чоңлар мәшрипи бирликтә йиғин уюштуруп 26 - июн шавгүән вәқәси вә 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән шеһитләрниң роһиға хәтмә қуран оқуш, шундақла нөвәттә елип берилидиған хитайға қарши намайиш вә башқа қаршилиқ һәрикәтлирини орунлаштуруш паалийити елип барди.
Мухбиримиз әкрәм
2010.06.28
5-Iyul-Urumqi-namayishidin-bir-korunush-305.jpg Сүрәт, үрүмчидә йүз бәргән 5 - ийул тенчлиқ намайишидин бир көрүнүш болуп, йаш уйғур оқуғучилириниң қуруқ қол шуар тавлап намайиш қиливатқан көрүнүши.
RFA Аңлиғучилири тәминлигән.

Бу қетимқи паалийәткә мюнхендики мутләқ көп сандики уйғур җамаити қатнашқан болуп, бу паалийәт алди билән диний затлар тәрипидин 30 парә қуран толуқ оқуп тамамлинип, шеһитләрниң роһиға дуа - тилавәт қилиш билән башланди.
 
Д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди, муһаҗирәттики уйғурларниң "26 - июн шавгүән вәқәси" вә "5 - июл үрүмчи вәқәси"ниң бир йиллиқи мунасивити билән нөвәттә пүтүн дуня миқясида елип баридиған хитайға қарши һәрикәтлири тоғрилиқ учур берип өтти.
 
Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди йиғилишта сөз қилип, "26 - июн шавгүән вәқәси" вә "5 - июл үрүмчи вәқәси"ниң әмәлий әһвали тоғрисида паалийәт қатнашқучилириға әтраплиқ мәлумат берип өтти. У сөзидә 26 - июн шавгүән вәқәси вә 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң интайин дәһшәтлик болғанлиқини, хитайниң бу қанхорлуқиға қарши наразилиқ һәрикәтлирини изчил давамлаштуруш зөрүрлүкини тәкитлиди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.