Шаирә гөһәр мәмәтниң йезиқчилиқ вә аилә һаяти үстидә ейтқанлири

Шаирә гөһәр мәмәт миллий кәмситишкә учраш мәсилисини хитайниң өз қанунлириға асасән һөкүмәт органлириға әрз қилған, болупму хитайниң ичидә туруп, ахбарат васитиси билән дуняға ашкарилиған
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.12.10
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Уйғурларниң миллий кәмситишкә учраш мәсилиси уйғурларниң сиясий һаятидики асарәт билән тәң башланған. Бүгүнгә қәдәр бу кәмситишкә қарши сорун-сорунларда шикайәт вә қақшашлар болған; үзлүксиз һалда җедәл вә тоқунушлар болған, арилап-арилап шеир вә һекайиләр йезилған; көп қетимлап исян вә инқилаблар болған болсиму, әмма миллий кәмситишкә учраш мәсилисини хитайниң өз қанунлириға асасән һөкүмәт органлириға әрз қилиш вә болупму хитайниң ичидә туруп, ахбарат васитиси билән дуняға ашкарилаш бәлким тунҗи қетимдур. Мана бу тунҗи қәдәмни басқан киши үрүмчи полат төмүр завутиниң ишчиси, шаирә гөһәр мәмәттур. Биз аввалқи программилиримизда, гөһәр мәмәтниң әрз һекайиси вә әрз сәпиридики кәчүрмишлири һәққидә мәлумат бәргән идуқ. Бүгүнки программимизда, униң йезиқчилиқ вә аилә һаяти һәққидә қисқичә мәлумат беримиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.