Уйғурлар голландийә ташқи ишлар министирлиқидики шәхисләр билән көрүшти

2010-Йили 23-ноябир, голландийә ташқи ишлар министирлиқидики петир де лаңғе (Peter de Lange) әпәндиниң тәклипи билән дәнһах шәһиридики ташқи ишлар министирлиқида, уйғурларниң вәтән ичи-сиртидики бүгүнки әһвали тоғрисида музакирә елип берилди.
Ихтийари мухбиримиз пидаий
2010.11.25

 Сөһбәткә дуня уйғур қурултийиниң явропадики алақичиси мәмәт тохти әпәнди вә голландийә шәрқий түркистан уйғур бирлики тәшкилатиниң рәһбәрлиридики мунасивәтлик хадимлар қатнашти.

Петир лаңғе әпәндиниң тәлипигә бинаән, голландийә ташқи ишлар министирлиқиға хитайда уйғурларға йүргүзүлүватқан наһәқ сиясәтләр, уйғур қизлириниң ичкири өлкиләргә мәҗбури йөткилиши, уйғур зиялириниң ишсиз қилиши, наһәқ түрмиләрдә йетиши вә өлүмгә һөкүм қилинишлиридин тартип, уйғур торбәт қурғучилириниң ечинишлиқ қисмәтлиригичә түрлүк мәлуматларға қошуп, чәтәлләрдә, җүмлидин голландийидә туруватқан панаһлиқ тилигүчи уйғурларниң хәтәрлик тәқдири вә иқтисади төләм җазасиға буйрулған уйғурларниң әмәлий қийинчилиқлири қатарлиқ көп саһәләрдә тәйярланған кишилик һоқуқ вә кишилик әркинликкә алақидар доклатлар сунулди.

Ташқи ишлар министирлиқидики петир әпәнди: "бүгүнки сөһбитимиз наһайити яхши болди. Йетәрлик материялларға ериштуқ. Мәнчә мәйли голландийә һөкүмити болсун, яки явропа парламенти болсун, һәммимиз мана мушундақ дәлиллик материяллар вә йүз туранә сөһбәтләр арқилиқ,  уйғурлар мәсилини техиму яхши биләләймиз һәм җуңго билән сөһбәтләшкән чағлиримизда үнүмлүк пайдилиналаймиз." Деди.
 Мәмәт тохти әпәнди сөһбәттин күткән үмидлирини хуласиләп: "голландийә һөкүмитиниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә тәйярлиниватқан доклатида уйғурлар хили салмақни игиләйду." Деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.