Голландийә уйғур җәмийити иптарлиқ дастихан селип башқа җәмийәтләр билән достлуқ орнатти
Мухбиримиз йалқун
2008.09.22
2008.09.22
19 - Сентәбир күни голландийә уйғур җәмийитиниң орунлаштурушида пайтәхт шәһәр амстердамда рамизанлиқ иптар паалийити болуп өткән.
Паалийәткә голландийә уйғур җәмийити билән һәмкарлишип ишләватқан бирқанчә җәмийәт әзалириму иштирак қилған болуп, белгийидә йеңидин қурулған белгийә уйғур җәмийитиниң вәкиллириму амстердамға келип рамизанлиқ иптар дастихиниға дахил болған.
Иптардин кийин иптар паалийитигә қатнашқан һәр қайси милләт вәкиллири өзлириниң есил сәнәт номурлирини көрсәткән болуп, уйғур сәнәткарлири орунлиған нахша - музикилар паалийәт әһлиниң қизғин алқишиға сазавәр болған.
Голландийә уйғур җәмийити әзалириниң билдүрүшчә, бундақ кәң даирлик, мәзмуни зор болған иптар паалийити өткүзүштики мәқсити, башқа тәшкилатлар билән болған һәр хил алақини күчәйтип, уларға уйғур мәсилисини чүшәндүрүп, уйғур дәвасини тәшвиқ қилишта уларниң күчидин пайдилиниш икән.
Голландийә уйғур җәмийитиниң тәшкилатчилириниң бири болған ғәйрәт әпәндим телефон зияритимизни қубул қилип, соаллиримизға җаваб бәрди. Шундақла, бу қетимқи паалийәтни тәшкиллигүчиләрниң бири болған садиқҗан, паалийәтниң мәқсити һәққидә тохтилип өтти.