Голландийидә уйғурларниң марафончә наразилиқ намайиши башланди

Йеқинда голландийидики уйғурлар, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситигә наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзди. Намайиш иштиракчилири, барин инқилабини әсләш , бу йил 3 ‏- айда хотәндә тенч намайиш елип барған уйғур аяллириниң қолға елинғанлиқиға наразилиқ билдүрүш һәмдә хитайдәк бир дөләтниң олимпик мусабиқиси өткүзүш салаһийитигә лайиқ әмәсликини алаһидә гәвдиләндүрүш мәқситидә бу паалийәтни уюштурған.
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.04.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Gollndiye-olym-namay-305 Голландийидики уйғурлар намайиш иштиракчилири.
RFA / Ekide
 Голландийидики уйғурлар бу паалийәтни, олимпик мурасими бейҗиңда рәсмий ечилғанға қәдәр йәни 8 ‏- айниң 8 ‏- күнигә қәдәр наразилиқ намайиши елип баридиғанлиқини вә мәзкүр намайишқа 'марафончә наразилиқ намайиши' дәп нам бәргәнликини тәкитлиди.

 Мухбиримиз әқидә бу мунасивәт билән голландийә шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси бәхтияр шәмшидин әпәнди вә тәшкилатниң актип паалийәтчилиридин бири болған сабит әпәндиләрни зиярәт қилди. 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.